Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Зәбур 97

97-күй •••• Пәрвәрдигар пүткүл дунияға һөкүмранлиқ қилишқа келиду!

Давут язған күй: —

Пәрвәрдигарға атап йеңи нахша ейтиңлар;

Чүнки У карамәт мөҗизиләрни яратти;

Униң оң қоли һәм муқәддәс билиги

Өзигә зәпәр-ниҗат кәлтүрди.

Пәрвәрдигар Өз ниҗатлиғини аян қилди;

Һәққанийитини әлләрниң көз алдида ашкарә көрсәтти.

У Исраил җәмәтигә болған меһир-муһәббитини һәм һәқиқәт-садақитини есигә алди,

Зиминниң чәт-яқилириму Худайимизниң ниҗатлиғини көрди.

Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар, пүткүл йәр йүзи;

Тәнтәнә қилип авазиңларни көтириңлар, нахша ейтиңлар!

Пәрвәрдигарға чилтар челип нахша ейтиңлар,

Чилтар билән, күйниң садаси билән!

Канай һәм сүнай авазлири билән,

Падиша болған Пәрвәрдигар алдида тәнтәнә қилиңлар;

Деңиз-океан һәм униңға толған һәммә җуш уруп,

Җаһан һәм униңда яшаватқанлар шавқунлисун!

Кәлкүн-ташқинлар чавак чалсун;

Пәрвәрдигар алдида тағлар қошулуп тәнтәнә қилип нахша ейтсун;

Чүнки мана, У йәрни сорақ қилишқа келиду;

У аләмни адиллиқ билән,

Хәлиқләрни Өз һәқиқәт-садақитидә сорақ қилиду.

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.