Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Зәбур 96
96-күй •••• Пәрвәрдигарниң сәлтәнити келиду!
Пәрвәрдигар һөкүм сүриду!
Йәр-зимин хуш болсун,
Көплигән араллар шатлансун! 1
Булутлар вә қараңғулуқ Униң әтрапидидур,
Һәққанийәт вә адаләт тәхтиниң улидур;
Униң алдида от ялқуни жүриду,
Әтраптики дүшмәнлирини көйдүрүп ташлайду;
Униң чақмақлири җаһанни йорутти,
Йәр-зимин буни көрүп титрәп кәтти; 2
Пәрвәрдигарниң алдида,
Пүткүл зиминниң егисиниң алдида,
Тағлар момдәк ерип кетиду.
Асманлар Униң һәққанийитини җакалайду,
Барлиқ хәлиқләр Униң шан-шәривини көриду. 3
Ойма һәйкәлләргә чоқунғанлар,
Бутлар билән махтинип жүргүчиләрниң һәммиси уятта қалиду.
Барлиқ илаһлар, Униңға сәҗдә қилиңлар! 4
Сениң һөкүмлириң сәвәвидин, и Пәрвәрдигар,
Зион аңлап шатланди,
Йәһуда қизлири хуш болди.
Чүнки Сән Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзи үстидики әң алийсидурсән;
Сән барлиқ илаһлардин нәқәдәр жуқуридурсән!
Пәрвәрдигарни сөйгәнләр, яманлиқтин нәпрәтлиниңлар!
У мөмин бәндилириниң җенидин хәвәр алиду,
Рәзилләрниң чаңгилидин халас қилиду. 5
Һәққанийлар үчүн нур,
Дили дуруслар үчүн шатлиқ терилғандур;
Пәрвәрдигардин шатлиниңлар, и һәққанийлар,
Униң пак-муқәддәслигини яд етип тәшәккүр ейтиңлар!
Source notes (5)
- Cross-reference ◘ Зәб. 92:1; 95:10
- Cross-reference ◘ Зәб. 76:17-19; Вәһ. 4:5
- Cross-reference ◘ Зәб. 18:1-2; 49:6
- Footnote ◼ «Ойма һәйкәлләргә чоқунғанлар, бутлар билән махтинип жүргүчиләр...» — «бутлар» ибраний тилида «әрзимәсләр». «барлиқ илаһлар, униңға сәҗдә қилиңлар!» — «илаһлар» бу йәрдә, шундақла 86-, 95-, 96- вә 97-күйдә көрситилгәндәк, пәриштиләрни, яки болмиса бутларниң кәйнидики җин-шәйтанларни көрситиду. 94:3 вә изаһатини көрүң.
- Cross-reference ◘ Ам. 5:15; Рим. 12:9
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.