Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Зәбур 82
82-күй •••• Дүшмәнләрниң сүйқәстлири һәққидә дуа
Асафниң күй-нахшиси: —
Үн чиқармай турувалма, и Худа,
Сүкүт қилип җим турувалма, и Тәңрим!
Чүнки мана, Сениң дүшмәнлириң давраң қилмақта,
Саңа өчмәнләр баш көтәрмәктә.
Улар қувлуқ билән сүйқәст қилар хәлқиңгә,
Қарши план түзүшәр Сен қәдирлигәнләргә.
Ейтар улар: — «Жүрүңлар, барчә қовум қатаридин йоқ қилайли уларни!
Елинмисун еғизға қайта Исраилниң нами!».
Улар һәмнәпәс, һәмдил мәслиһәтләшти;
Улар Саңа қарши иттипақ түзди.
Мана, Едом вә Исмаилларниң чедирлири,
Моаб һәм Һагрийлар;
Гәбал, Аммон, вә Амаләк;
Филистийә һәмдә Тур аһалилири,
Асурийәму уларға қошулди;
Улар Лут оғуллириға яр-йөләк болуп кәлгән еди.
Селаһ. 1
Сән Кишон дәриясида Мидиянийларға,
Сисераға вә Ябинға қандақ тақабил турған болсаң,
Уларғиму шундақ қилғайсән;
Булар Ән-Дор йезисида қирилған еди,
Йәр үчүн тизәк-оғутқа айланған еди.
Уларниң әмирлирини Орәб вә Зеәбкә,
Уларниң даһийлирини Зәбаһ һәм Залмуннаға охшаш қилғайсән; 2
Чүнки улар дәп ейтқан: «Худаниң чимән-яйлақлирини өзимизгә мүлүк қиливалайли!».
И Худайим, уларни домилинидиған қамғақтәк,
Шамалда учурулған саман кәби сорувәткәйсән.
От орманлиққа туташқанға охшаш,
Ялқун тағларни көйдүргәнгә охшаш,
Сән йәнә уларни бориниң билән қоғлиғайсән,
Қара қуюниң билән вәһимигә салғайсән;
Уларниң Сениң намиңни издиши үчүн,
Уларниң йүзлирини шәрм-һая билән чөмдүргәйсән, и Пәрвәрдигар!
Улар номустин әбәдий шәрмәндә болғай,
Җаһанға рәсва болуп йоқитилғай.
Улар билсунки,
Намиң Пәрвәрдигар болған Сәнла пүткүл җаһандики Әң Алий Болғучидурсән.
Source notes (2)
- Footnote ◼ «Улар Лут оғуллириға яр-йөләк болуп кәлгән» — «Лутниң оғуллири» Моаб вә Аммон дегән хәлиқләр болуп шәкилләнгән.
- Footnote ◼ «Уларниң әмирлирини Орәб вә Зеәбкә, Уларниң даһийлирини Зәбаһ һәм Залмуннаға охшаш қилғайсән» — Сисера, Ябин, (9-айәт) Орәб, Зеәб, Зәбаһ һәм Залмуннаға четишлиқ вақиәләрни билиш үчүн «Батур һакимлар» 7-, 8-бапларни көрүң.
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.