Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Зәбур 63
63-күй •••• Аманлиқ тиләш дуаси
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —
И Худа, аһлиримни көтәргәндә, мени аңлиғайсән!
Һаятимни дүшмәнниң вәһшилигидин қуғдиғайсән!
Қара нийәтләрниң йошурун сүйқәстлиридин,
Яманлиқ әйлигүчи қарға-қузғунлардин аман қилғайсән.
Улар тиллирини қиличтәк өткүр билиди;
Мукәммәл адәмни йошурун җайдин етиш үчүн,
Улар оқини бәтлигәндәк зәһәрлик сөзини тәйярлиди.
Улар қилчә әймәнмәй туюқсиз оқ чиқириду.
Улар бәтнийәттә бир-бирини риғбәтләндүрүп,
Йошурун қапқан қурушни мәслиһәтлишип,
«Бизни ким көрәләйтти?» — дейишмәктә.
Улар қәбиһликкә интилип: —
«Биз издинип, әтраплиқ бир тәдбир тепип чиқтуқ!» — дәйду;
Инсанниң ич-бағри вә қәлби дәрвәқә чоңқур вә билип болмас бир нәрсидур!
Лекин Худа уларға оқ атиду;
Улар туюқсиз зәхимлиниду.
Улар өз тили билән путлишиду;
Уларни көргәнләрниң һәммиси өзини нери тартиду. 1
Һәммә адәмни қорқунуч басиду;
Улар Худаниң ишлирини баян қилиду,
Бәрһәқ, улар униң қилғанлирини ойлинип савақ алиду.
Һәққанийлар Пәрвәрдигарда хошал болуп,
Униңға тайиниду;
Көңли дурус адәмләр роһлинип шатлиниду.
Source notes (1)
- Footnote ◼ «Уларни көргәнләрниң һәммиси өзини нери тартиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «уларни көргәнләрниң һәммиси бешини силкийду».
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.