Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Зәбур 150
150-күй •••• Ахирида — пәқәт Һәмдусана!
Һәмдусана!
Тәңрини Униң муқәддәс җайида мәдһийиләңлар;
Қудрити парлап туридиған әршләрдә Уни мәдһийиләңлар; 1
Уни қудрәтлик ишлири үчүн мәдһийиләңлар;
Ғайәт улуқлуғи үчүн Уни мәдһийиләңлар;
Уни бурға садаси билән мәдһийиләңлар;
Уни раваб һәм чилтар билән мәдһийиләңлар;
Уни дап һәм уссул билән мәдһийиләңлар;
Уни тарлиқ сазлар һәм нәй билән мәдһийиләңлар;
Уни җараңлиқ җаңлар һәм яңрақ җаңлар билән мәдһийиләңлар;
Барлиқ нәпәс егилири Яһни мәдһийилиғай!
Һәмдусана!
Source notes (1)
- Cross-reference ◘ Йәш. 6:3
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.