Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Зәбур 148
148-күй •••• Пүткүл аләм, Пәрвәрдигарни улуқлаңлар!
Һәмдусана!
Пәрвәрдигарни асманлардин мәдһийиләңлар;
Жуқири җайларда Уни мәдһийиләңлар; 1
Уни мәдһийиләңлар, барлиқ пәриштилири;
Уни мәдһийиләңлар, барлиқ қошунлири!
Уни мәдһийиләңлар, и қуяш һәм ай,
Уни мәдһийиләңлар, һәммә парлақ юлтузлар;
Уни мәдһийиләңлар, асманларниң асманлири,
Асмандин жуқури җайлашқан сулар!
Булар Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилигәй;
Чүнки У буйруған һаман, улар яратилғандур; 2
У уларни әбәдил-әбәткичә турғузди;
Улар үчүн вақти өтмәйдиған бәлгүлимини буйруған. 3
Пәрвәрдигарни зиминдин мәдһийиләңлар,
Деңиздики барлиқ әҗдиһалар, деңизниң барлиқ тәглири;
От, мөлдүз, қар, туман,
Униң сөзигә әмәл қилидиған җудунлуқ шамал;
Тағлар һәм барлиқ дөңләр,
Мевилик дәрәқләр, барлиқ кедир дәрәқлири,
Явайи һайванлар, барлиқ мал-варанлар,
Өмилигүчиләр һәм учар-қанатлар;
Җаһан падишалири вә барлиқ қовмлар,
Әмирләр һәм йәр йүзидики барлиқ һаким-сотчилар;
Һәм жигитләр һәм қизлар,
Бовайлар вә яшлар, —
Һәммиси Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилигәй;
Чүнки пәқәтла Униң нами алийдур;
Униң һәйвити йәр һәм асмандин үстүн туриду. 4
Һәм У Өз хәлқиниң мүңгүзини,
Йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийисини егиз көтәргүзгән;
Улар Исраил балилири,
Өзигә йеқин бир хәлиқтур!
Source notes (6)
- Cross-reference ◘ Луқа 2:14; Вәһ. 5:13
- Cross-reference ◘ Яр. 1:6-31; Зәб. 32:6, 9
- Cross-reference ◘ Аюп 14:5,13; 26:10; 38:33; Зәб. 103:5; 118:91; Йәр. 31:35; 33:25
- Cross-reference ◘ Пәнд. 18:10; Йәш. 12:4
- Footnote ◼ «Өз хәлқиниң мүңгүзини, йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийиси...» — Тәвратта «мүңгүз» адәттә адәмниң нам-шөһрити яки һоқуқини билдүриду. Бу айәттә у Исраилниң Худаға болған мәдһийилирини билдүриду. Бу айәттики «көтириш» адәмниң қоли билән көтириш әмәс, бәлки Худа уларниң мәдһийә авазлирини көтиришини билдүриду.
- Cross-reference ◘ Зәб. 131:17
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.