Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Зәбур 146
146-күй •••• Һәммигә Қадир Худаға һәмдусаналар ейтилсун!
Һәмдусана! Яһни мәдһийиләңлар!
Бәрһәқ, бундақ қилиш шериндур;
Худайимизни күйләңлар!
Мәдһийә оқуш инсанға яришиду. 1
Пәрвәрдигар Йерусалимни бена қилмақта;
Исраилниң сүргүн қилинғанлирини У жиғип келиду; 2
У көңли сунуқларни давалайду;
Уларниң ярилирини таңиду. 3
У юлтузларниң санини санайду;
Уларниң һәммисигә бир-бирләп исим қойиду. 4 5
Улуқдур Рәббимиз, зор қудрәтликтур;
Униң чүшиниши чәксиздур.
Пәрвәрдигар мулайим мөминләрни йөләп көтириду;
Рәзилләрни йәргичә төвән қилиду.
Пәрвәрдигарға тәшәккүрләр билән нахша ейтиңлар;
Күйләрни чилтарға тәңшәп ейтиңлар!
У асманни булутлар билән қаплитиду,
Зиминға ямғурни бекитиду,
Тағларда от-чөпләрни өстүриду; 6
Малларға озуқ,
Тағ қарғисиниң җүҗилири зарлиғанда, уларға озуқ бериду;
Ат күчидин У зоқ алмайду;
Адәмниң чәбдәс путлирини хурсәнлик дәп билмәйду;
Пәрвәрдигар бәлки Өзидин әйминидиғанларни,
Өзиниң өзгәрмәс муһәббитигә үмүт бағлиғанларни хурсәнлик дәп билиду.
Source notes (6)
- Cross-reference ◘ Зәб. 32:1; 92:1-3; 134:3
- Footnote ◼ «Пәрвәрдигар Йерусалимни бена қилмақта; Исраилниң сүргүн қилинғанлирини У жиғип келиду» — бу айәткә қариғанда, мошу күй Исраил Бабилға сүргүн болғанлиғидин қайтип кәлгәндин кейин йезилған.
- Cross-reference ◘ Мис. 15:26; Аюп 5:18
- Footnote ◼ «У... уларниң һәммисигә бир-бирләп исим қойиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У... уларни (юлтузларни) исмилирини чақирип опуққа чиқириду».
- Cross-reference ◘ Йәш. 40:26
- Cross-reference ◘ Аюп 38:26, 27; Зәб. 103:13-14; Һош. 2:23, 24
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.