Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Зәбур 144

144-күй •••• Худаниң қилған улуқ әмәллирини кейинки әвлатқа баян қилиш •••• «Елипбә тәртивилик» күй

Мәдһийә: Давут язған күй: —

|א| Мән Сени мәдһийиләп улуқлаймән, Худайим, и Падишаһ;

Намиңға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән.

|ב| һәр күни Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән,

Намиңға әбәдил-әбәткичә мәдһийә оқуймән!

|ג| Улуқдур Пәрвәрдигар, зор мәдһийиләргә лайиқтур!

Униң улуқлуғини сүрүштүрүп болғили болмас; 1

|ד| Бир дәвир йеңи бир дәвиргә Сениң қилғанлириңни махтайду;

Улар қудрәтлик қилғанлириңни җакалайду; 2

|ה| Мән һәйвитиңниң шәрәплик җулалиқини,

Вә карамәт мөҗизилириңни сеғинип сөзләймән;

|ו|: Шуниң билән улар қорқунучлуқ ишлириңниң қудритини баян қилиду;

Мәнму улуқ әмәллириңни җакалаймән!

|ז| Улар зор меһриванлиғиңни әсләп, уни мубарәкләп тарқитиду,

Һәққанлийлиғиң тоғрилиқ жуқури авазда күйләйду. 3

|ח| Пәрвәрдигар меһир-шәпқәтлик һәм рәһимдилдур;

Асан ғәзәпләнмәйду, У зор меһир-муһәббәтликтур; 4

|ט| Пәрвәрдигар һәммигә меһривандур;

Униң рәһимдиллиқлири барчә яратқанлириниң үстидидур;

|י| Сениң барлиқ ясиғанлириң Сени мәдһийиләйду, и Пәрвәрдигар,

Сениң мөмин бәндилириң Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуриду.

|כ| Улар падишалиғиңниң шәривидин хәвәр йәткүзиду,

Күч-қудритиңни сөзләйду;

|ל| Шундақ қилип инсан балилириға қудрәтлик ишлириң,

Падишаһлиғиңниң шәрәплик һәйвиси аян қилиниду.

|מ| Сениң падишалиғиң әбәдий падишалиқтур,

Сәлтәнитиң әвлаттин-әвлатқичидур. 5

|ס| Пәрвәрдигар жиқилай дегәнләрниң һәммисини йөләйду,

Егилип қалғанларниң һәммисини турғузиду.

|ע| Һәммәйләнниң көзлири Саңа тикилип күтиду;

Уларға өз вақтида рисқини тәқсим қилип берисән; 6

|פ| Қолуңни ечишиң биләнла,

Барлиқ җан егилириниң арзусини қандурисән.

|צ| Пәрвәрдигар барлиқ йоллирида һәққанийдур,

Ясиғанлириниң һәммисигә муһәббәтликтур.

|ק| Пәрвәрдигар Өзигә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур,

Өзигә һәқиқәттә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур;

|ר| У Өзидин әйминидиғанларниң арзусини әмәлгә ашуриду;

Уларниң пәрядини аңлап уларни қутқузиду.

|ש| Пәрвәрдигар Өзини сөйгәнләрниң һәммисидин хәвәр алиду;

Рәзилләрниң һәммисини йоқитиду.

|ת| Ағзим Пәрвәрдигарниң мәдһийисини ейтиду;

Барлиқ әт егилири әбәдил-әбәт униң муқәддәс намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурғай!

Source notes (6)
  1. Cross-reference ◘ Аюп 5:9; Зәб. 47:1-2; 95:4; 150:2
  2. Cross-reference ◘ Қан. 4:9; 6:7
  3. Cross-reference ◘ Зәб. 118:171-172
  4. Cross-reference ◘ Мис. 34:6, 7; Чөл. 14:18; Зәб. 85:15; 102:8
  5. Footnote ◼ «изаһат» — йеқинда бәзи кона көчүрүлмиләрдин 13- вә 14-айәтниң арилиғида: — « נ Пәрвәрдигар вәдисидә чиң туриду; барлиқ яратқанлириға меһривандур» дегән мәзмун болған йәнә бир нусхиси тепилған (ибраний тилида «Нун» билән башлиниду).
  6. Cross-reference ◘ Зәб. 103:27

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.