Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Зәбур 142

142-күй •••• Роһум түгишәй дәп қалди!

Давут язған күй: —

Пәрвәрдигар, дуайимни аңлиғайсән;

Йелинишлиримға қулақ салғайсән;

Һәқиқәт-садақитиңдә һәм һәққанийитиңдә маңа җавап бәргәйсән.

Өз қулуңни сораққа тартишқа турмиғайсән;

Чүнки нәзириңдә тирикләрниң һеч бири һәққаний испатланмайду. 1

Чүнки дүшмән җенимға зиянкәшлик қилмақта,

У һаятимни дәпсәндә қилди;

Мени худди өлгили узун болғанлардәк,

Қараңғу җайларда турушқа мәҗбур қилиду.

Шуңа роһум ичимдә түгишәй дәп қалди;

Ичимдә қәлбим сунди.

Мән қедимки күнләрни әсләймән;

Сениң барлиқ қилғанлириң үстидә сеғинип ойлинимән;

Қоллириң ишлигәнлирини хиялимдин өткүзимән. 2

Қоллиримни Саңа қарап созуп интилимән;

Җеним чаңқиған зиминдәк Саңа тәшнадур.

Селаһ.

Маңа тездин җавап бәргәйсән, и Пәрвәрдигар;

Роһум һалидин кетиду;

Дидариңни мәндин йошурмиғайсән;

Болмиса мән һаңға чүшидиғанлардәк болимән.

Меһир-муһәббитиңни таң сәһәрдә аңлатқайсән;

Чүнки таянғиним Сән;

Меңишим керәк болған йолни маңа билдүргәйсән;

Чүнки җеним Саңа тәлмүрүп қарайду; 3

Мени қутулдурғайсән, и Пәрвәрдигар, дүшмәнлиримдин;

Башпанаһ издәп Сениң йениңға қачимән.

Өз ирадәңгә әмәл қилишимға мени үгәткәйсән;

Чүнки Сән мениң Худайимдурсән;

Сениң меһриван Роһуң мени түптүз зиминда йетәклигәй; 4

Өз нам-шөһритиң үчүн мени җанландурғайсән, и Пәрвәрдигар;

Өз һәққанийитиңдә җенимни аваричиликтин азат қилғайсән.

Һәм меһир-шәпқитиңдә дүшмәнлиримни үзүп ташливәткәйсән;

Җенимни хар қилғанларниң һәммисини һалак қилғайсән;

Чүнки мән Сениң қулуңдурмән. 5

Source notes (5)
  1. Cross-reference ◘ Рим. 3, 4; Гал. 3, 4
  2. Cross-reference ◘ Зәб. 76:6-13
  3. Cross-reference ◘ Зәб. 24:1
  4. Footnote ◼ «...мени түптүз зиминда йетәклигәй» — яки «..мени түз көңүлләрниң зиминида йетәклигәй», «...мени диянәтлик зиминда йетәклигәй».
  5. Cross-reference ◘ Зәб. 85:14-16; 115:16

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.