Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Зәбур 140
140-күй •••• Рәзиллик билән мурәссә қилғили болмайду
Давут язған күй: —
Пәрвәрдигар, мән Саңа нида қилдим;
Йенимға тездин кәлгәйсән;
Саңа нида қилғинимда авазимни аңлиғайсән.
Дуайимни аңлиғиниңда, Саңа сунулған хушбуйдәк йеқимлиқ болсун,
Қолумниң көтирилиши сунулған кәчлик қурбанлиқтәк қобул болсун. 1 2
Ағзим алдида күзәтчи турғузғайсән, и Пәрвәрдигар;
Ләвлирим дәрвазисини сақлиғайсән;
Көңлүмни һеч қандақ яман ишқа,
Қәбиһлик қилғучиларға шерик болуп, рәзиллик қилишқа майил қилмиғайсән.
Мени уларниң немәтлиридин һеч йегүзмигәйсән!
Һәққаний адәм мени урсун —
Бу маңа меһриванлиқтур;
Маңа тәнбиһ бәрсун —
Бу болса, бешим рәт қилмайдиған, қуюлған есил майдәк болиду.
Чүнки мениң дуайим йәнила шуларниң рәзилликлиригә қарши болиду. 3
Уларниң һакимлири тик ярлардин ташливетилгәндә,
Хәлиқ мениң сөзлиримни аңлайду;
Чүнки бу сөзләр шериндур. 4
Бириси отун ярғанда йәргә чечилған йериндилардәк,
Мана, устиханлиримиз тәһтисара ишиги алдида чечиветилди; 5 6
Бәрһәқ, көзлирим Саңила тикилип қарайду, Пәрвәрдигар Рәббим;
Саңа тайинимән;
Җенимни харап қилип ташливәтмигәйсән.
Уларниң маңа салған қилтиғидин,
Қәбиһлик қилғучиларниң қапқанлиридин мени сақлиғайсән;
Рәзилләр өзиниң торлириға жиқилсун,
Мән болсам — өтүп кетимән.
Source notes (6)
- Footnote ◼ «Қолумниң көтирилиши сунулған кәчлик қурбанлиқтәк қобул болсун» — яки «Қолумниң көтирилиши сунулған кәчлик ашлиқ һәдийәсидәк қобул болсун» — ибадәтханида каһинлар кәчлик қурбанлиқ яки һәдийә сунуштин авал, қоли билән шу қурбанлиқ-һәдийәләрни Худа алдида көтирәтти.
- Cross-reference ◘ Мис. 29:30; Вәһ. 5:8; 8:3
- Footnote ◼ «Чүнки мениң дуайим йәнила шуларниң рәзилликлиригә қарши болиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки мениң дуайим уларға (рәзилләргә) күлпәт чүшкәндә улар үчүн давамлишивериду» (ибраний тилида «яманлиқ» һәм «күлпәт» бир сөз билән ипадилиниду).
- Footnote ◼ «Хәлиқ мениң сөзлиримни аңлайду; чүнки бу сөзләр шериндур» — «шерин» бәлким мошу йәрдә «җайида, орунлуқ» дегән мәнада.
- Footnote ◼ «Бириси отун ярғанда йәргә чечилған йериндилардәк, мана, устиханлиримиз тәһтисара ишиги алдида чечиветилди» — айәтниң бир нәччә тәрҗимилири бар. Ибраний тилидики нусхисида, мошу сөз интайин ихчам болуп, чүшиниш тәс.
- Cross-reference ◘ Әз. 37:1,11,12
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.