Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Зәбур 139

139-күй •••• Аһанәтчиләр һәм зомигәрләр арисида

Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —

Рәзил адәмдин, и Пәрвәрдигар, мени азат қилғайсән;

Зораван кишидин мени сақлиғайсән.

Улар көңлидә яманлиқларни ойлимақта;

Улар һәр күни җәм болушуп уруш чиқармақчи.

Тилини иланниңкидәк иштик қилиду;

Кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду;

Селаһ. 1

Рәзил адәмниң қоллиридин мени аман қилиғайсән, и Пәрвәрдигар;

Путлиримни путлашни қәстләйдиған зораван кишидин сақлиғайсән.

Тәкәббурлар мән үчүн қилтақ, таниларни йошуруп тәйярлиди;

Йол бойида тор яйди,

Мән үчүн қапқанларни салди;

Селаһ. 2

Мән Пәрвәрдигарға: «Сән мениң Тәңримдурсән» — дедим;

Йелинишлирим садасиға қулақ салғайсән, и Пәрвәрдигар;

Пәрвәрдигар Рәб ниҗатлиғимниң күчидур;

Сән җәң күнидә бешимни йепип қоғдиғансән.

Рәзил адәмниң үмүтини иҗабәт қилмиғайсән, и Пәрвәрдигар;

Уларниң һейлилирини аққузмиғайсән;

Болмиса өзлирини чоң тутувалиду.

Селаһ.

Мени қоршивалғанларниң болса,

Ләвлиридин чиққан шумлуқ уларниң өз бешиға чүшсун; 3

Үстигә чоғлар яғдурулсун;

Улар отқа,

Қайтидин чиқалмиғидәк һаңларға ташливетилсун;

Тили чеқимчи адәмниң йәр йүзидә орни болмисун;

Балаю-апәт зораванларни түгәшкичә овлайду;

Мән билимәнки, Пәрвәрдигар езилгәнләрниң дәвасини сорайду,

Йоқсулниң һәққини елип бериду;

Бәрһәқ, һәққанийлар намиңға тәшәккүр ейтиду;

Көңли дуруслар һозуруңда яшайду.

Source notes (3)
  1. Cross-reference ◘ Зәб. 57:5-6; Рим. 3:13
  2. Cross-reference ◘ Йәр. 18:22
  3. Footnote ◼ «Мени қоршивалғанларниң болса, ләвлиридин чиққан шумлуқ уларниң өз бешиға чүшсун» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мени қоршиғанларниң башламчилириға болса, өз ләвлиридин чиққан шумлуқ өзлиригә чүшсун».

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.