Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Зәбур 125

125-күй •••• Сүргүн болуштин азат болуш

«Жуқириға чиқиш нахшиси»

Пәрвәрдигар Зиондин сүргүн болғанларни қайтуруп кәлгәндә,

Биз чүш көргәндәкла болдуқ; 1

Ағзимиз күлкигә,

Тилимиз шатлинишқа толди;

Шу тапта әлләр арисида улар: —

«Пәрвәрдигар уларға зор ишларни қилип бәрди» — дейишти. 2

Пәрвәрдигар дәрвәқә биз үчүн зор ишларни қилди,

Биз булардин шатлинимиз.

Җәнуптики қуруқ ериқлар шар-шар суларға айландурулғандәк,

Биз тутқунларниму өз әркимизгә қайтурғайсән, и Пәрвәрдигар; 3

Көз яшлирини еқитип териғанлар шатлиқ билән орар;

Жиғлап жүрүп чачидиған уруқни көтәргән киши,

Бәрһәқ, шатлиқ-тәнтәнә билән ориған бағлирини көтирип қайтип келиду.

Source notes (3)
  1. Footnote ◼ «Пәрвәрдигар Зиондин сүргүн болғанларни қайтуруп кәлгәндә...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәрвәрдигар Зионниң әһвалини әслигә қайтурғанда...».
  2. Cross-reference ◘ Аюп 8:21
  3. Footnote ◼ «Җәнуптики қуруқ ериқлар шар-шар суларға айландурулғандәк...» — қаттиқ ямғур яғқандин кейин, Пәләстинниң җәнуп тәрипидики сүйи йоқ ериқ-дәриялар йерим саат ичидила күчлүк һәм хәтәрлик давалғуған дәрияларға айландурулиду. «Биз тутқунларниму өз әркимизгә қайтурғайсән, и Пәрвәрдигар» — бу иккинчи «тутқунлуқ» немини билдүриду? Бабил империйәсигә сүргүн болған Йәһудийлар азат болуп Пәләстингә қайтип кәлгәндин кейин, йәнә бәк еғир мушәққәтләр һәм зиянкәшликкә учриди («Нәһәмия» һәм «Әзра» қисимлирини көрүң). «Тутқунлуқ» бәлким көчмә мәнада болуп, у еғир әһвални көрситиду.

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.