Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Зәбур 113
113-күй •••• Худаниң Исраил хәлқиниң Мисирдин чиқишида уларға намайән қилған улуқлуғи
Исраил Мисирдин,
Яқуп җәмәти ят тиллиқ әлләрдин чиққанда, 1
Шу чағда Йәһуда Худаниң муқәддәс җайи,
Исраил униң сәлтинити болди,
Деңиз буни көрүп бәдәр қачти,
Иордан дәрияси кәйнигә янди;
Тағлар қочқарлардәк,
Дөңләр қозилардәк ойнақлиди.
Әй деңиз, сән немә болдуң, қачқили?
Иордан дәрияси, йолуңдин янғили?
Тағлар қочқарлардәк,
Дөңләр қозилардәк ойнақлиғили?
И йәр йүзи, Рәбниң җамалидин,
Яқупниң Худасиниң җамалидин тәврән;
У қорам ташни көлчәккә,
Чақмақ тешини мол булақ сулириға айландуриду. 2 3
113-күй — давами •••• Бутларға чоқунғанлар һәм Худаға ибадәт қилғанлар
Бизгә әмәс, и Пәрвәрдигар, бизгә әмәс —
Өзгәрмәс муһәббитиң үчүн, һәқиқәт-садақитиң үчүн,
Өз намиңға шан-шәрәп кәлтүргәйсән.
Әлләр немишкә «Уларниң Худаси қәйәрдә?» дәп мазақ қилишиду?
Бирақ Худайимиз болса әршләрдидур;
Немини халиса, У шуни қилғандур.
Уларниң бутлири болса пәқәт күмүч-алтундин ибарәт,
Инсанниң қоллири ясиғинидур, халас.
Уларниң ағзи бар, бирақ сөзләлмәйду;
Көзлири бар, көрмәйду; 4
Қулақлири бар, аңлимайду,
Бурни бар, пуралмайду;
Қоллири бар, силалмайду;
Путлири бар, маңалмайду;
Канийидин һеч бир сада чиқармайду.
Уларни ясиғанлар уларға охшаштур,
Уларға таянғанларму шундақтур.
И Исраил, Пәрвәрдигарға тайиниңлар;
У силәргә ярдәм қилғучиңлар һәм қалқиниңлардур.
И Һарун җәмәти, Пәрвәрдигарға тайиниңлар;
У силәргә ярдәм қилғучи һәм силәрниң қалқиниңлардур. 5
Пәрдәрдигардин әйминидиғанлар, Пәрвәрдигарға тайиниңлар;
У силәргә ярдәм қилғучи һәм қалқиниңлардур.
Пәрвәрдигар бизни әсләп кәлди;
У бәхит ата қилиду;
У Исраил җәмәтигә бәхит ата қилиду;
У Һарун җәмәтигә бәхит ата қилиду;
Пәрвәрдигардин әйминидиғанларға,
Чоңлири һәм кичиклиригиму бәхит ата қилиду.
Пәрвәрдигар силәргә қошлап бериду,
Силәргә һәм пәрзәнтлириңларға;
Силәргә Пәрвәрдигар тәрипидин бәхит ата қилинған,
Асман-зиминни Яратқучидин бәрикәтләнгән!
Асманлар болса Пәрвәрдигарниң асманлиридур;
Бирақ зиминни болса инсан балилириға тапшурғандур.
Өлүкләр Яһни мәдһийиләлмәйду,
Сүкүт дияриға чүшүп кәткәнләрму шундақ;
Бирақ бизләр һазирдин башлап Яһқа әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримиз!
Һәмдусана!
Source notes (5)
- Cross-reference ◘ Мис. 13:3
- Footnote ◼ «У қорам ташни көлчәккә, чақмақ тешини мол булақ сулириға айландуриду» — «чақмақ теши» ташлар ичидә әң қаттиқ таш һесаплиниду. «Қан.» 8:15ни көрүң.
- Cross-reference ◘ Мис. 17:6; Чөл. 20:11
- Cross-reference ◘ Қан. 4:28; Йәр. 10:3, 4, 5, 9-16
- Footnote ◼ «У силәргә ярдәм қилғучи һәм силәрниң қалқиниңлардур» — ибраний тилида «У уларға ярдәм қилғучи һәм уларниң қалқиниңлардур» дейилиду. 10-11-айәтләрдиму шундақ.
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.