Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Пәнд-несиһәтләр 18

Көпчиликтин айрилип ялғуз жүргән киши һаман өз нәпсигә чоғ тартар;

Һәр қандақ чин һекмәткә һаман җан-җәһли билән қарши чиқар.

Ахмақ йорутулушқа қизиқмас;

Қизиқидиғини пәқәт өз ойлиғанлирини көрситишла, халас.

Яман киши кәлсә, нәпрәтму пәйда болар;

Номуссиз иш иза-аһанәттин айрилмас. 1

Адәмниң сөзлири чоңқур суларға охшар;

Даналиқ булиқи ериқ сүйидәк өркәшләп ақар.

Яманға ян бесишқа,

Сорақта һәққанийға увал қилишқа қәтъий болмас. 2 3

Ахмақниң ләвлири уни җедәлгә башлар;

Униң ағзи «Мени думбала» дәп тәклип қилар.

Ахмақниң ағзи өз бешиға һалакәттур;

Униң ләвлири өз җениға қапқандур. 4

Ғәйвәтхорниң сөзлири һәр хил назу-немәтләрдәк,

Кишиниң қәлбигә чоңқур сиңдүрүләр. 5 6

Ишида һорун болған кишиму,

Бузғунчи билән үлпәтдаш болиду. 7

Пәрвәрдигарниң нами мәзмут мунардур;

Һәққанийлар униң ичигә жүгүрүп кирип жуқурида аман болар. 8

Бай адәм мал-дуниясини «мустәһкәм шәһирим» дәп биләр;

Нәзиридә өзини сақлайдиған егиз сепилдәк турар. 9

Битчит болуштин авал, көңүлгә тәкәббурлуқ келәр;

Авал кәмтәрлик болса, андин шөһрәт келәр. 10

Сөзни аңлимай туруп, алдирап җавап бәргән,

Ахмақлиғини көрситип өзини хиҗаләттә қалдурур.

Тәндики ағриқ азавиға адәмниң өз роһи бәрдашлиқ бәргүзәр;

Бирақ роһи сунған болса уни ким көтирәр?

Йорутулғанниң қәлби билимгә еришмәктә,

Ақиланиниң қулақлири билимни издимәктә.

Соғат өз егисигә ишикни дағдам ечип берәр;

Уни чоң әрбаблар алдиға йәткүзәр.

Дәва қилғанда, авал сөзлигүчиниң сөзлири орунлуқ көрүнәр;

Лекин қарши тәрәп соал қоюп ишни сүрүштүрәр. 11

Чәк ташлаш җедәлләрни түгитәр;

Ғоҗиларниң арисидики ишниму һәл қилар.

Рәнҗигән қериндашниң көңлини елиш мустәһкәм шәһәрни елиштинму тәс;

Җедәл-маҗира қорғанниң тақақ-балдақлириға охшаштур.

Адәм дурус сөзлигәнлигидин қосиғи тоқ болар;

Өз көңлидин чиққан сөзлиридин мол һосул алар. 12 13

Һаят-мамат тилниң илкидидур;

Кимки униң тәсирини әтиварлиса униң мевисидин йәр. 14 15

Хотунни таллап алған киши яхшилиқ тапиду,

У Пәрвәрдигарниң мәрһимитигә еришкән болиду. 16

Мискинләр пәс авазда йелинип сөзләр;

Бай болса қопаллиқ билән җавап берәр.

Достни көп тутқан киши харап болар;

Лекин қериндаштинму йеқин бағланған бир дост бардур. 17

Source notes (17)
  1. Footnote ◼ «нәпрәтму пәйда болар» — яки «пәсликму пәйда болар».
  2. Footnote ◼ «қәтъий болмас» — ибраний тилида «яхши әмәс».
  3. Cross-reference ◘ Лав. 19:15; Қан. 1:17; 16:19; Пәнд. 24:23
  4. Cross-reference ◘ Пәнд. 10:14; 12:13; 13:3
  5. Footnote ◼ «Кишиниң қәлбигә...» — ибраний тилида «Қосиғиниң ички йәрлиригә...».
  6. Cross-reference ◘ Пәнд. 26:22
  7. Footnote ◼ «Кишиму ...» — ...му — демәк, һорун адәм ғәйвәтхорға охшаш бузғунчидур.
  8. Cross-reference ◘ Һак.9:51; 2Сам. 22:51; Зәб. 17:1-4; 60:4-5; Пәнд. 29:25
  9. Cross-reference ◘ Пәнд. 10:15
  10. Cross-reference ◘ Пәнд. 11:2; 15:33; 16:18
  11. Cross-reference ◘ Пәнд. 25:8
  12. Footnote ◼ «Адәм дурус сөзлигәнлигидин .. мол һосул алар» — айәт ибраний тилида «Ағзиниң мевисидин адәмниң қосиғи тоқ болар; ләвлириниң һосулидин қанаәтлинәр» дегән сөзләр билән билдүрүлиду.
  13. Cross-reference ◘ Пәнд. 12:14; 13:2
  14. Footnote ◼ «Кимки униң тәсирини әтиварлиса униң мевисидин йәр» — яки «Кимки өз сөзлиригә амрақ болса, шу униң мевисини йәр».
  15. Cross-reference ◘ Пәнд. 21:23; Яқ. 3:2
  16. Cross-reference ◘ Пәнд. 19:14
  17. Cross-reference ◘ Пәнд. 17:17

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.