Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Пәнд-несиһәтләр 17

Қурбанлиқ гөшлиригә толған җедәллик өйдин,

Бир чишләм қуруқ нан йәп, көңүл течлиқта болған әвзәл. 1 2

Хизмәткар чевәр болса, ғоҗисиниң номуста қойғучи оғлини башқурар;

Кәлгүсидә у ғоҗиниң оғли қатарида туруп униң мирасни тәқсим қилар.

Сапал қазан күмүчни тавлар, чанақ алтунни тавлар,

Бирақ адәмниң қәлбини Пәрвәрдигар синар. 3

Қәбиһ киши яман сөзләргә ишинәр;

Ялғанчи питничиләрниң сөзигә қулақ салар.

Мискинләрни мәсқирә қилғучи, өзини Яратқучини һақарәтлигүчидур;

Башқиларниң бәхитсизлигидин хошал болған киши җазасиз қалмас. 4

Қериларниң нәврилири уларниң таҗидур;

Пәрзәнтләрниң пәхри уларниң атилиридур.

Ахмақ яришиқ гәп қилса униңға ярашмас;

Мөтивәр ялған сөзлисә униңға техиму ярашмас.

Пара — уни бәргүчиниң нәзиридә есил бир гөһәрдур;

Гоя уни нәгила ишләтсә мувәппәқийәткә еришидиғандәк. 5

Башқиларниң хаталиқини йопутуп кәчүргән киши меһир-муһәббәтни көзләр;

Кона хаманни сориған киши йеқин достларни дүшмән қилар.

Ақиланигә сиңгән бир еғиз тәнбиһ,

Ахмаққа урулған йүз дәрридин үнүмлүктур.

Яманлар пәқәт асийлиқни көзләр;

Уни җазалашқа рәһимсиз бир әлчи әвәтиләр.

Әхмиқанә иш қиливатқан надан кишигә учрап қалғандин көрә,

Балилиридин айрилған ейиққа йолуғуп қалған яхши.

Кимки яхшилиққа яманлиқ қилса,

Ишигидин балайиқаза нери кәтмәс. 6

Җедәлниң башлиниши тосмини су елип кәткәнгә охшайду;

Шуңа җедәл партлаштин авал талаш-тартиштин қол үзгин. 7

Яманни ақлиған,

Һәққанийға қара чаплиған,

Охшашла Пәрвәрдигарға жиркиничликтур. 8

Ахмақниң көңли даналиқни әтиварлимиса,

Қандақму униң қолида даналиқни сетивалғидәк пули болсун? 9

Һәқиқий дост һәрдайим саңа муһәббәт көрситәр,

Һәқиқий қериндаш яман күнүң үчүн ярдәмгә дунияға кәлгәндур.

Әқилсиз киши қол берип,

Йеқини үчүн кепил болиду.

Җедәлгә амрақ гунаға амрақтур;

Босуғини егиз қилған һалакәтни издәр. 10 11

Нийити бузулған яхшилиқ көрмәс;

Тилида һәқ-наһәқни астин-үстүн қилғучи балаға йолуқар.

Бала ахмақ болса, ата ғәм-қайғуға патар;

Һамақәтниң атиси хушаллиқ көрмәс.

Шат көңүл шипалиқ доридәк тәнгә давадур;

Сунуқ роһ-дил адәмниң илигини қурутар. 12

Чирик адәм йәң ичидә парини қобул қилар;

У адаләтниң йолини бурмилар. 13

Даналиқ йорутулған кишиниң көз алдида турар;

Бирақ әқилсизниң көзи хиялкәшлик қилип қутупта жүрәр. 14

Галваң бала атини азапға салар;

Уни туққучиниңму дәрди болар. 15

Һәққанийларға җәриманә қоюшқа қәтъий болмас;

Әмирләрни адаләтни қоллиғини үчүн думбалашқа болмас. 16

Билими бар киши кам сөзлүк болар;

Йорутулған адәм қалтис еғир-бесиқ болар. 17

Һәтта ахмақму аз сөзлисә дана һесаплинар;

Тилини тизгинлигән киши данишмән санилар.

Source notes (17)
  1. Footnote ◼ «Қурбанлиқ гөшлири» — ибранийлар ибадәтханида Худаға атап сойған бәзи қурбанлиқ гөшлириниң көп қисмини өйигә әкилип йейишкә болатти.
  2. Cross-reference ◘ Пәнд. 15:17
  3. Cross-reference ◘ Пәнд. 27:21; Йәр. 17:10
  4. Cross-reference ◘ Пәнд. 14:31
  5. Footnote ◼ «Пара — ...гоя уни нәгила ишләтсә мувәппәқийәткә еришидиғандәк» — бу айәт һәҗвий, кинайилик сөз болуп, умумий амма әпсуслинарлиқ бир әһвални көрситиду; әлвәттә, у бу ишни тәриплимәйду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «У буни нәгила ишләтсәм мувәппәқийәткә еришимән, дәйду».
  6. Cross-reference ◘ Қан. 32:35; Пәнд. 20:22; 24:29; Рим. 12:17; 1Тес. 5:15; 1Пет. 3:9
  7. Cross-reference ◘ Пәнд. 20:3
  8. Cross-reference ◘ Мис. 23:7; Пәнд. 24:24; Йәш. 5:23
  9. Footnote ◼ «Ахмақниң көңли даналиқни әтиварлимиса,...» — ибраний тилида «Әқмәқниң һеч көңли йоқ турса,...»
  10. Footnote ◼ «Босуғини егиз қилған (киши)» — ибраний тилида «Дәрвазисини егиз қилған (киши)». Бундақ адәм бәлким өзиниң бай екәнлигини көз-көз қилмақчи болиду.
  11. Cross-reference ◘ Пәнд. 16:18
  12. Cross-reference ◘ Пәнд. 15:13
  13. Footnote ◼ «Чирик адәм йәң ичидә парини қобул қилар» — ибраний тилида «Чирик адәм бағрида парини қобул қилар...» яки «Чирик адәм бағирдин парини алар...».
  14. Cross-reference ◘ Топ. 2:14; 8:1
  15. Cross-reference ◘ Пәнд. 10:1; 15:20; 19:13
  16. Footnote ◼ «җәриманә қоюш» — «җәриманә қоюш»ниң «җазалаш» дегән умумий мәнасиму болуши мүмкин. «Һәққанийларға җәриманә қоюшқа қәтъий болмас» — ибраний тилида «Һәққанийларға җәриманә қоюшқа яхши әмәс».
  17. Footnote ◼ «қалтис еғир-бесиқ болар» — ибраний тилида «салқин роһи бар» дегәнни билдүриду.

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.