Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Пәнд-несиһәтләр 16
Көңүлдики нийәтләр инсанға тәвәдур;
Бирақ тилниң җавави Пәрвәрдигарниң илкидидур. 1
Инсан өзиниң һәммә қилған ишини пак дәп биләр;
Лекин қәлбдики нийәтләрни Пәрвәрдигар таразиға селип тартип көрәр. 2 3
Нийәт қилған ишлириңни Пәрвәрдигарға тапшурғин,
Шундақ қилғанда планлириң пишип чиқар. 4
Пәрвәрдигар барлиқ мәвҗудийәтниң һәр бирини мәлум мәхсәт билән апиридә қилған;
Һәтта яманларниму балаю-апәт күни үчүн яратқандур. 5
Тәкәббурлуққа толған көңүлләрниң һәр бири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Қол тутушуп бирләшсиму, җазасиз қалмас. 6 7
Муһәббәт-шәпқәт вә һәқиқәт билән гуналар кәфарәт қилинип йепилар;
Пәрвәрдигардин әйминиш адәмләрни яманлиқтин халий қилар. 8
Адәмниң ишлири Пәрвәрдигарни хурсән қилса,
У һәтта дүшмәнлириниму униң билән енақлаштурар.
Һалал алған аз,
Һарам алған көптин әвзәлдур. 9
Инсан көңлидә өз йолини тохтитар;
Амма қәдәмлирини тоғрилайдиған Пәрвәрдигардур.
Һәтта падишаниң ләвлиригә қаритип әпсун оқулсиму,
Униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс. 10
Адил тараза-мизанлар Пәрвәрдигарға хастур;
Тараза ташлириниң һәммисини У ясиғандур. 11
Падиша рәзиллик қилса жиркиничликтур,
Чүнки тәхт һәққанийәт биләнла мәһкәм турар.
Һәққаний сөзлигән ләвләр падишаларниң хурсәнлигидур;
Улар дурус сөзлигүчиләрни яхши көрәр.
Падишаһниң қәһри гоя өлүмниң әлчисидур;
Бирақ дана киши униң ғәзивини тиничландурар. 12
Падишаһниң чирайиниң нури кишигә җан киргүзәр;
Униң шәпқити вақтида яққан «кейинки ямғур»дур. 13 14
Даналиқ елиш алтун елиштин нәқәдәр әвзәлдур;
Йорутулушни таллаш күмүчни таллаштин шунчә үстүндур! 15
Дурус адәмниң егиз көтирилгән йоли яманлиқтин айрилиштур;
Өз йолиға еһтият қилған киши җенини сақлап қалар.
Мәғрурлуқ һалак болуштин авал келәр,
Тәкәббурлуқ жиқилиштин авал келәр. 16
Кәмтәр болуп мискинләр билән барди-кәлдидә болуш,
Тәкәббурлар билән һарам мал бөлүшкәндин әвзәлдур.
Кимки ишни пәм-парасәт билән қилса пайда тапар;
Пәрвәрдигарға таянған болса, бәхит-саадәт көрәр. 17 18
Көңли дана киши сәгәк атилар;
Йеқимлиқ сөзләр адәмләрниң билимини ашурар.
Пәм-парасәт өзигә егә болғанларға һаятлиқниң булиқидур;
Әқилсизләргә тәлим бәрмәкниң өзи әқилсизликтур. 19
Ақиланә кишиниң қәлби ағзидин әқил чиқирар;
Униң ләвзигә билимни зиядә қилар.
Йеқимлиқ сөзләр гоя һәсәлдур;
Көңүлләрни хуш қилип тәнгә давадур.
Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар,
Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур. 20
Ишлигүчиниң иштийи уни ишқа салар;
Униң қарни униңға һайдакчилик қилар. 21
Муттәһәм киши яман гәпни колап жүрәр;
Униң ләвлири лавулдап турған отқа охшар. 22 23
Әгир адәм җедәл-маҗира туғдурғучидур;
Ғәйвәтчи йеқин достларни айриветәр. 24
Зораван киши йеқин адимини аздурар;
Уни яман йолға башлап кирәр. 25
Көзини жумувалған киши яман нийәтни ойлар;
Левини чишлигән киши яманлиққа тәйярдур. 26 27
Һәққанийәт йолида ақарған чач,
Адәмниң шөһрәт таҗидур. 28
Асан аччиқлимайдиған киши палвандин әвзәлдур;
Өзини тутувалған шәһәр алғандинму үстүндур. 29
Чәк етәккә ташланғини билән,
Лекин нәтиҗиси пүтүнләй Пәрвәрдигардиндур.
Source notes (29)
- Cross-reference ◘ Пәнд. 16:1; 19:21; 20:24; Йәр. 10:23
- Footnote ◼ «қәлбдики нийәтләр» — ибраний тилида «(адәмләрниң) роһлири» дейилиду.
- Cross-reference ◘ Пәнд. 21:2
- Cross-reference ◘ Зәб. 36:5; 54:23; Мат. 6:25; Луқа 12:22; 1Пет. 5:7
- Cross-reference ◘ Аюп 21:30
- Footnote ◼ «қол тутушуп бирләшсиму,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шубһисизки,...».
- Cross-reference ◘ Пәнд. 6:17; 8:13; 11:21
- Footnote ◼ «...гуналар кәфарәт қилинип йепилар» — Тәврат дәвридә, гуналар қурбанлиқлар арқилиқ «йепилип кәчүрүм қилинди» (йәни, «кәфарәт қилинди»). Инҗил дәвригә кәлгәндила, гуналар «елип ташланди» (мәсилән, «Юһ.» 1:29).
- Cross-reference ◘ Зәб. 36:16; Пәнд. 15:16
- Footnote ◼ «Һәтта падишаниң ләвлиригә қаритип әпсун оқулсиму, униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс» — йәнә икки хил тәрҗимиси бар: (1) «Падишаһниң ләвлиридә Пәрвәрдигарниң вәһийи болса, униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс»; (2) «Падишаһниң ләвлири вәһийгә қарап сөзләйду; униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәслиги керәк».
- Cross-reference ◘ Лав. 19:36; Қан. 25:13-16; Пәнд. 11:1; 20:10, 23
- Cross-reference ◘ Пәнд. 19:12; 20:2
- Footnote ◼ «Униң (падишаниң) шәпқити вақтида яққан «кейинки ямғур»дур» — ибраний тилида: «Униң (падишаниң) шәпқити «кейинки ямғурлар»ни әпкәлгән булуттур». «Кейинки ямғурлар» Исраилда 3-айда йеғип, әтиязлиқ зираәтләрни пишириштәк һалқилиқ рольни ойнайду. Шуңа һәр бир дехан «кейинки ямғур»ға тәшнадур, улар уни бәк қәдирләйду.
- Cross-reference ◘ Пәнд. 19:12; Һош. 6:3; Зәк. 10:1; Яқ. 5:7
- Cross-reference ◘ Аюп 28:15; Зәб. 18:11; 118:72; Пәнд. 3:14,15; 8:11,19
- Cross-reference ◘ Пәнд. 11:2; 17:19
- Footnote ◼ «Кимки ишни пәм-парасәт билән қилса пайда тапар» — яки «несиһәт сөзигә көңүл қойған пайда тапар».
- Cross-reference ◘ Зәб. 2:12; 33:9-10; 124:1; Йәш. 30:18; Йәр. 17:7
- Cross-reference ◘ Пәнд. 13:14
- Cross-reference ◘ Пәнд. 14:12
- Footnote ◼ «Униң қарни униңға һайдакчилик қилар» — ибраний тилида «Униң ағзи униңға һайдакчилик қилар».
- Footnote ◼ «Муттәһәм киши» — ибраний тилида «Белиалниң оғли» дейилиду. «Белиал»ниң мәнаси «әрзимәс» дегәнлик болуп, бәлким Иблисни көрситиду.
- Cross-reference ◘ Пәнд. 12:18
- Cross-reference ◘ Пәнд. 15:18; 26:21; 29:22
- Footnote ◼ «Уни яман йолға башлап кирәр» — ибраний тилида «Уни яхши әмәс бир йолға башлап кирәр».
- Footnote ◼ «Көзини жумувалған киши» — яки «көз қисқучи киши», «көзини чимилдатқучи адәм».
- Cross-reference ◘ Пәнд. 6:13,14
- Footnote ◼ «Һәққанийәт йолида ақарған чач, адәмниң шөһрәт таҗидур» — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Ақ чач болса адәмниң шөһрәт таҗидур; у һәққанийәт йолида пәйда болиду».
- Footnote ◼ «Өзини тутувалған» — ибраний тилида: «Өз роһини идарә қилидиған» дегән сөзләр билән ипадилиниду.
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.