Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Пәнд-несиһәтләр 12

Кимки тәрбийини қәдирлисә, билимниму сөйгүчидур;

Лекин тәнбиһкә нәпрәтләнгән надан-һамақәттур.

Яхши нийәтлик адәм Пәрвәрдигарниң илтипатиға еришәр;

Амма Пәрвәрдигар һейлә-микирлик адәмниң гунайини бекитәр.

Адәмләр яманлиқ қилип аманлиқ тапалмас;

Лекин һәққанийларниң йилтизи тәврәнмәс. 1

Пәзиләтлик аял ериниң таҗидур;

Амма уни уятқа салғучи хотун униң устихинини чиритәр. 2

Һәққаний адәмниң ой-пикри дурус һөкүм чиқирар;

Яманларниң несиһәтлири мәккарлиқтур. 3

Яманларниң сөзлири қан төкидиған қилтақтур;

Лекин дурусниң сөзи адәмни қилтақтин қутулдурар. 4

Яманлар ағдурулуп, йоқилар;

Лекин һәққанийларниң өйи мәзмут турар. 5 6

Адәм өз зериклиги билән махташқа сазавәр болар;

Әгир нийәтлик киши көзгә илинмас.

Пеқир туруп хизмәткари бар киши,

Өзини чоң тутуп ач жүргән кишидин яхшидур. 7

Һәққаний адәм өз улиғиниму асрар;

Амма рәзил адәмниң болса һәтта рәһимдиллиғиму залимлиқтур. 8

Тиришип териқчилиқ қилған деханниң қосиғи тоқ болар;

Амма хам хиялларға берилгән кишиниң әқли йоқтур. 9

Яман адәм яманлиқ қилтиғини көзләп олтирар;

Амма һәққаний адәмниң йилтизи мевә берип турар.

Яман адәм өз ағзиниң гунайидин тутулар;

Һәққаний адәм мушәққәт-қийинчилиқтин қутулар. 10 11

Адәм өз ағзиниң мевисидин қанаәт тапар;

Өз қоли билән қилғанлиридин униңға яндурулар. 12

Ахмақ өз йолини тоғра дәп биләр;

Амма дәвәткә қулақ салған киши ақиланидур. 13

Ахмақниң аччиғи кәлсә, тезла билинәр;

Зерәк киши һақарәткә сәвир қилар, сәтчиликни ашкарилимас. 14

Һәқиқәтни ейтқан кишидин адаләт билинәр;

Ялған гувалиқ қилғучидин алдамчилиқ билинәр. 15

Бәзлиләрниң йениклик билән ейтқан гепи адәмгә санҗилған қиличқа охшар;

Бирақ ақиланиниң тили дәрдкә дәрмандур. 16

Растчил мәңгү турғузулиду;

Ләвзи ялған болса бирдәмликтур. 17

Яманлиқниң койида жүргүчиниң көңлидә һейлә сақланғандур;

Аманлиқни дәвәт қилғучилар хошаллиққа чөмәр.

Һәққаний адәмниң бешиға һеч күлпәт чүшмәс;

Қәбиһләр балаю-қазаға чөмүләр.

Ялған сөзләйдиғанниң ләвлири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;

Лекин ләвзидә турғанларға У апирин ейтар.

Пәмлик адәм билимини йошурар;

Бирақ ахмақ наданлиғини җакалар. 18

Тиришчан қол һоқуқ тутар;

Һорун қол алванға тутулар. 19

Көңүлниң ғәм-әндишиси кишини мүкчәйтәр;

Лекин меһриванә бир сөз кишини роһландурар. 20

Һәққаний киши өз дости билән биргә йол издәр;

Бирақ яманларниң йоли өзлирини адаштурар. 21

Һорун өзи тутқан овни пиширип йейәлмәс;

Бирақ әтиварлиқ байлиқлар тиришчанға мәнсуптур. 22

Һәққанийлиқниң йолида һаят тепилар;

Шу йолда өлүм көрүнмәстур.

Source notes (22)
  1. Cross-reference ◘ Пәнд. 10:25
  2. Cross-reference ◘ 1Кор. 11:7
  3. Footnote ◼ «... ой-пикри дурус һөкүм чиқирар» — яки: «...ой-пикри дурустур».
  4. Cross-reference ◘ Пәнд. 1:11,18; 11:9
  5. Footnote ◼ «Яманлар ағдурулуп, йоқилар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Яманлар ағдурулғанда, йоқилар».
  6. Cross-reference ◘ Зәб. 36:36-40; Пәнд. 11:21
  7. Cross-reference ◘ Пәнд. 13:7
  8. Cross-reference ◘ Қан. 25:4
  9. Cross-reference ◘ Пәнд. 28:19
  10. Footnote ◼ «Яман адәм өз ағзиниң гунайидин тутулар» — яки «Еғиздики итаәтсизликтин рәзил қапқан чиқар».
  11. Cross-reference ◘ Пәнд. 10:14; 18:7
  12. Cross-reference ◘ Пәнд. 13:2
  13. Cross-reference ◘ Пәнд. 3:7
  14. Footnote ◼ «...һақарәткә сәвир қилар, сәтчиликни ашкарилимас» — ибраний тилида бу икки ибарә «икки бислиқ» бир сөз биләнла ипадиләнгән.
  15. Cross-reference ◘ Пәнд. 14:5
  16. Cross-reference ◘ Зәб. 56:5; 58:8; Пәнд. 16:27
  17. Footnote ◼ «растчил» — ибраний тилида «һәқиқәтниң леви». «ләвзи ялған болса бирдәмликтур.» — ибраний тилида «ялғанчи тил болса бирдәмликтур».
  18. Cross-reference ◘ Пәнд. 13:16; 15:2
  19. Cross-reference ◘ Пәнд. 10:4
  20. Cross-reference ◘ Пәнд. 15:13
  21. Footnote ◼ «Һәққаний киши өз дости билән биргә йол издәр» — башқа хил тәрҗимилири: «Һәққаний киши өз достиниң көңлидикини тәкшүрәр», «Һәққаний киши дост тутушта сәгәк болар» яки «Һәққаний киши өз достиға йол көрситәр».
  22. Footnote ◼ «Бирақ әтиварлиқ байлиқлар тиришчанға мәнсуптур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бирақ тиришчан киши өз тәәллуқатини әтиварлайду».

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.