Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Пәнд-несиһәтләр 11
Ялған тараза Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Адил җиң теши Уни хурсән қилар. 1
Тәкәббурлуқ билән биргә шәрмәндичилик әгишип келәр;
Лекин даналиқ кичик пеилларға һәмраһ болар. 2
Тоғриларниң сәмимийлиги өзини йетәкләр;
Лекин каззапларниң әгирлиги өзини вәйран қилар. 3
Худаниң ғәзәп күнидә мал-дунияниң пайдиси болмас;
Лекин һәққанийәт адәмни өлүмдин қутқузар. 4
Камил адәмниң һәққанийлиғи өзини түз йолға башлар;
Яман адәм өз яманлиғидин жиқилар.
Дурус адәмләрниң һәққанийлиғи өзлирини қутқузар;
Лекин каззаплар өз һейлә-нәйриңидин тутулар.
Рәзил адәм өлсә, униң үмүти йоққа чиқар;
Гунакарниң үмүти ахири қуруқ қалар. 5
Һәққаний адәм қийинчилиқтин халий қилинар;
Рәзил адәм униң орниға тутулар. 6
Мунапиқлар өз ағзи билән йеқинини бузар;
Лекин һәққанийлар билими билән қутқузулар.
Һәққаний адәм ронақ тапса, шәһәр хуш болар;
Рәзил адәм һалак болса, хәлиқ тәнтәнә қилар.
Тоғриларниң бәрикәт тиләшлири билән шәһәр гүллинәр;
Лекин рәзилләрниң тили билән вәйран болар.
Өз йеқинини сөкидиған киши — әқилсиздур;
Амма йорутулған адәм ағзини жиғар.
Гәп тошуғучи мәхпийәтләрни ашкарилар;
Садиқ адәм аманәткә хиянәт қилмас.
Йолйоруқ кам болса, әл-жут жиқилар;
Улуқ бир мәслиһәтчи болса, әл ниҗат тапар. 7 8
Ятқа борун болған киши зиян тартмай қалмас;
Қол беришип кепил болушни яман көргән кишиниң қулиқи тинич болар. 9
Шапаәтлик аял иззәт-һөрмәтни қолдин бәрмәс;
Зораванлар байлиқни қолдин бәрмәс.
Рәһимдил өз-өзигә бәхит яритар;
Рәһимсиз өз тенини ағритар.
Яман адәмләрниң алған иш һәққи уларни алдар, бәрикәтсиз болар;
Амма һәққанийәт териғучи адәм әмәлий инъам алар. 10
Һәққанийәт адәмгә һаятлиқ тапқузар;
Яманлиқни көзләп жүридиған киши өлүмгә йүз тутар.
Нийити бузуқ киши Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Амма йоли диянәтлик кишиләр униң хурсәнлигидур.
Қол тутушуп бирләшсиму, яманлар җазаға тартилмай қалмас;
Лекин һәққанийларниң нәсли ниҗат тапар. 11 12
Чирайлиқ амма тетиқсиз хотун,
Чошқиниң тумшуғиға алтун һалқа салғандәктур.
Һәққанийларниң арзуси пәқәт яхши мевә елип келәр;
Яманларниң күткини ғәзәп-нәпрәттур.
Бирәв мәртләрчә тарқатсиму, гүллинәр;
Йәнә бирәв беришкә тегишлигини айисиму, пәқәт намратлишар.
Мәрт адәм әтлинәр;
Башқиларни суғарғучи өзиму суғирилар. 13
Ашлиқни сатмай бесивалған киши әлниң ләнитигә учрайду;
Лекин ашлиқни сетип бәргүчигә бәрикәт тилинәр.
Яхшилиқни издәп интилгән адәм шапаәт тапар;
Яманлиқни издигән адәм өзи яманлиқ көрәр. 14
Өз мал-дуниясиға таянғучи жиқилар;
Һәққаний киши йопурмақтәк көкирәр. 15
Өз өйигә азарчилиқ салған киши шамалға мирас болар;
Әқилсиз адәм ақиланиниң қули болуп қалар.
Һәққанийниң беридиған мевиси «һаятлиқ дәриғи»дур;
Дана киши көңүлләрни һаятлиққа майил қилар. 16 17
Қараңлар, һәққаний адәм бу дунияда сәһвәнлиги үчүн бәдәл төлигән йәрдә,
Рәзилләр билән гунакарларниң ақивити қандақ болар? 18 19
Source notes (19)
- Cross-reference ◘ Лав. 19:36; Қан. 25:13; Пәнд. 16:11; 20:10,23
- Cross-reference ◘ Пәнд. 15:33; 16:18; 18:12
- Cross-reference ◘ Пәнд. 13:6
- Cross-reference ◘ Пәнд. 10:2; Әз. 7:19; Зәф. 1:18
- Footnote ◼ «Гунакарниң үмүти...» — башқа бир хил тәрҗимиси, «Күчлүкләрниң үмүти...».
- Cross-reference ◘ Зәб. 33:20; Пәнд. 21:18
- Footnote ◼ «Йолйоруқ кам болса...» — башқа бир хил тәрҗимиси, «Көп мәслиһәтчиләр болса,...». «...ниҗат тапар» — яки «....бехәтәр турар».
- Cross-reference ◘ 1Пад. 12:1-20
- Footnote ◼ «Ятқа борун болған киши зиян тартмай қалмас» — 6:1 вә изаһатни көрүң.
- Footnote ◼ «Яман адәмләрниң алған иш һәққи уларни алдар, бәрикәтсиз болар» — ибраний тилида «яман адәмниң иш һәққи ялған болар».
- Footnote ◼ «Қол тутушуп бирләшсиму,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «шүбһисизки,...».
- Cross-reference ◘ Пәнд. 16:5
- Cross-reference ◘ Зәб. 111:9; 2Кор. 9:9
- Cross-reference ◘ Зәб. 7:17; 9:15,16, 23; 56:7
- Cross-reference ◘ Зәб. 1:3, 4; 91:13-15
- Footnote ◼ «һаятлиқ дәриғи» — мошу йәрдә «һаятлиқ дәриғи» дегәнлик, «Ерәм бағчиси»дики Адәм атимиз вә Һава анимизниң бәһримән болушиға тәйярланған дәрәқни көрситиду (3:18-айәтни көрүң). «... һаятлиққа майил қилар» — әйни тексттә «һаятлиқ» дегән сөз йоқ. Лекин һәққанийлиқ йолида Худаниң мөмин бәндилири адәмләрниң көңлини өзи үчүн алмайду, бәлки уларни Худаниң йолиға җәлип қилиду; шуңа толуқ мәнаси: «Ким дана болса кишиләрниң көңлини ниҗат йолиға башлайду» дәп қараймиз. Мошу айәтни «Луқа» 5:10 билән селиштурғили болиду.
- Cross-reference ◘ Яр. 2:9, Яқ. 5:19, 20
- Footnote ◼ «Қараңлар, һәққаний адәм ...бәдәл төлигән йәрдә, рәзилләр билән гунакарларниң ақивити қандақ болар?» — бу айәт Инҗил, «1Пет.» 4:18дә нәқил кәлтүрүлиду.
- Cross-reference ◘ 1Пет. 4:17,18
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.