Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Пәнд-несиһәтләр 10
Падиша Сулайманниң һекмәтлик сөзлири
Падиша Сулайманниң пәнд-несиһәтлири: —
Дана оғул атисини шат қилар;
Әқилсиз оғул анисини қайғу-һәсрәткә салар. 1
Һарам байлиқларниң һеч пайдиси болмас;
Һәққанийәт инсанни өлүмдин қутулдурар. 2
Пәрвәрдигар һәққаний адәмниң җенини ач қоймас;
Лекин у қәбиһләрниң нәпсини боғуп қояр.
Һорунлуқ кишини гадай қилар;
Ишчанлиқ болса баяшат қилар. 3 4
Язда һосулни жиғивалғучи — дана оғулдур;
Лекин орма вақтида ухлап ятқучи — хиҗаләткә қалдуридиған оғулдур.
Бәрикәт һәққаний адәмниң бешиға чүшәр;
Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар. 5
Һәққаний адәмниң ядикари мубарәктур;
Яманларниң нами болса, сесиқ қалар.
Дана адәм йолйоруқ-несиһәтләрни қобул қилар;
Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар. 6
Ғубарсиз жүргән кишиниң жүрүш-туруши турақлиқтур,
Йоллирини әгир қилғанниң кири ахири ашкарилиниду.
Көз ишаритини қилип жүридиғанлар адәмни дағда қалдурар;
Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар.
Һәққаний адәмниң ағзи һаятлиқ булиқидур,
Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар. 7 8
Өчмәнлик җедәл қозғар;
Меһир-муһәббәт һәммә гуналарни япар. 9
Әқил-идрәклик адәмниң ағзидин даналиқ тепилар;
Әқилсизниң дүмбисигә палақ тегәр. 10
Дана адәмләр билимләрни зиядә топлар;
Лекин ахмақниң ағзи уни һалакәткә йеқинлаштурар.
Мал-дуниялири гоя мәзмут шәһәрдәк байниң капалитидур;
Мискинни һалак қилидиған иш дәл униң намратлиғидур.
Һәққанийларниң әҗирлири җанға җан қошар,
Қәбиһләрниң һосули гунанила көпәйтиштур. 11
Несиһәтни аңлап уни сақлиғучи һаятлиқ йолиға маңар;
Тәнбиһләрни рәт қилған киши йолдин азғанлардур.
Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас;
Төһмәт чаплиғанлар ахмақтур. 12
Гәп көп болуп кәтсә, гунадин халий болмас,
Лекин ағзиға егә болған әқиллиқтур.
Һәққаний адәмниң сөзи худди сап күмүч;
Яманниң ойлири толиму әрзимәстур. 13
Һәққаний адәмниң сөзлири нурғун кишини қувәтләр;
Ахмақлар әқли кәмлигидин өләр.
Пәрвәрдигарниң ата қилған бәрикити адәмни дөләтмән қилар;
У бәрикитигә һеч бир җапа-мушәққәт қошмас. 14
Ахмақ қәбиһликни тамашә дәп биләр;
Амма даналиқ йорутулған кишиниң хурсәнлигидур. 15 16
Яман киши немидин қорқса шуниңға учрар;
Һәққаний адәмниң арзуси әмәлгә ашурулар.
Яман адәм қуюндәк өтүп йоқар;
Лекин һәққаний адәм мәңгүлүк һулдәктур.
Адәм аччиқ су жутувалғандәк,
Көзигә ис-түтәк кирип кәткәндәк,
Һорун адәмни ишқа әвәткәнму шундақ болар. 17
Пәрвәрдигардин әйминиш өмүрни узун қилар,
Яманниң өмри қисқартилар. 18
Һәққаний адәмниң үмүти хурсәнлик елип келәр;
Лекин рәзилниң күткини йоққа чиқар. 19
Пәрвәрдигарниң йоли дурус яшаватқанларға башпанаһдур;
Қәбиһлик қилғучиларға болса һалакәттур. 20
Һәққанийларниң орни мустәһкәмдур;
Яманлар зиминда узун турмас.
Һәққаний адәмниң ағзидин даналиқ чиқар;
Лекин шумлуқ тил кесип ташлинар.
Һәққаний адәмниң сөзи кишигә мок хушяқар;
Яман адәмниң ағзидин шумлуқ чиқар.
Source notes (20)
- Cross-reference ◘ Пәнд. 15:20
- Cross-reference ◘ Пәнд. 11:4
- Footnote ◼ «Һорунлуқ» — ибраний тилида: «қол бошлуғи». «Ишчанлиқ» — ибраний тилида: «әстайидиллиқниң қоли».
- Cross-reference ◘ Пәнд. 12:24
- Footnote ◼ «Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Амма яманларниң ағзи зораванлиқни йошурар».
- Cross-reference ◘ Пәнд. 10:10
- Footnote ◼ «һаятлиқ булиқи» — бәлким «Ерәм бағчиси»дики «һаятлиқ беридиған дәрәқ»кә охшитилғандур. «Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар» — яки «Амма яманниң ағзи зораванлиқни йошурар».
- Cross-reference ◘ Пәнд. 10:6; 13:14
- Cross-reference ◘ 1Кор. 13:7; 1Пет. 4:8
- Cross-reference ◘ Пәнд. 20:30
- Footnote ◼ «...гунанила көпәйтиштур» — яки «...гунайини бекитәр».
- Footnote ◼ «Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас» — ибраний тилида: «Адавәт сақлиғучиниң ләвлири ялған болиду».
- Footnote ◼ «Һәққаний адәмниң сөзи» — ибраний тилида: «Һәққаний адәмниң тили». «Яманниң ойлири» — ибраний тилида: «яманниң көңли».
- Footnote ◼ «У бәрикитигә һеч бир җапа-мушәққәт қошмас» — башқа бир хил тәрҗимиси: : «Вә җапа-мушәққәт униңға һечнемини қошмас».
- Footnote ◼ «йорутулған» — ибараний тилида «ишни, башқа адәмни убдан чүшинидиған» дегән мәнада.
- Cross-reference ◘ Пәнд. 14:9
- Footnote ◼ «Адәм аччиқ су жутувалғандәк...» — ибраний тилида: «Аччиқ су чишларға тәккәндәк...».
- Cross-reference ◘ Пәнд. 9:11
- Cross-reference ◘ Аюп 8:13,14; 11:20; Зәб. 111:10
- Cross-reference ◘ Пәнд. 13:6
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.