Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Пәнд-несиһәтләр 13
Дана оғул атисиниң тәрбийисигә көңүл қояр;
Мәсқирә қилғучи тәнбиһкә қулақ салмас.
Адәм дурус еғизиниң мевисидин һозурлинар;
Тузкорлар зораванлиққа һәвәс қилип зораванлиққа учрар. 1
Сөздә еһтиятчан киши җенини сақлап қалар;
Ағзи иштик һалакәткә учрар.
Һорунниң арзу-тилиги бар, лекин еришәлмәс;
Лекин тиришчан әтлинәр.
Һәққаний адәм ялғанчилиқтин жиркинәр;
Қәбиһ болса сесип, шәрмәндә болар.
Йоли дурусни һәққанийәт қоғдар;
Лекин гунакарни рәзиллик жиқитар. 2
Бәзиләр өзини бай көрсәткини билән әмәлийәттә қуруқ сөләттур;
Бәзиләр өзини йоқсул көрсәткини билән зор байлиқлири бардур. 3
Өз байлиғи гөрүгә тутулған байниң җениға ара турар;
Бирақ йоқсуллар һеч вәһимини аңлимас.
Һәққаний адәмниң нури шатлинип парлар;
Бирақ яман адәмниң чириғи өчүрүләр. 4
Кибирликтин пәқәт җедәл-маҗирала чиқар;
Даналиқ болса несиһәтни аңлиғанлар билән биллидур.
Ишлимәй тапқан һарам байлиқ бәрикәтсиздур;
Тәр төкүп һалал тапқан гүллинәр. 5
Тәлмүргинигә күтүп еришәлмәслик көңүлни сунуқ қилар,
Лекин тәшналиқта еришкини «һаятлиқ дәриғи»дур. 6 7
Худаниң калам-сөзигә писәнт қилмиған адәм гунаниң төлимигә қәриздар болар;
Лекин пәрманни қәдирлигән адәм яхшилиқ көрәр.
Ақиланиниң тәлими һаятлиқ бәргүчи булақтур,
У сени өлүм қапқанлиридин қутулдурар. 8
Ақиланилик адәмни илтипатқа ериштүрәр;
Бирақ тузкорларниң йоли әгир-бүгри, җапалиқ болар.
Пәм-парасәтлик адәм билими билән иш көрәр;
Һамақәт өз наданлиғини ашкарилар. 9
Рәзил алақичи бала-қазаға учрар;
Садиқ әлчи болса дәрдкә дәрмандур.
Тәрбийәни рәт қилған адәм намратлишип уятқа қалар;
Амма тәнбиһни қобул қилған һөрмәткә еришәр.
Әмәлгә ашқан арзу кишигә шерин туюлар;
Лекин ахмақлар яманлиқни ташлашни яман көрәр.
Ақиланиләр билән биллә жүргән Дан. болар;
Бирақ ахмақларға һәмраһ болған налә-пәрядта қалар. 10
Балайиқаза гунакарларниң кәйнидин бесип маңар;
Лекин һәққанийлар яхшилиқниң әҗрини тапар.
Яхши адәм пәрзәнтлириниң пәрзәнтлиригә мирас қалдурар;
Гунакарларниң жиққан мал-дуниялири һәққанийлар үчүн топлинар. 11
Йоқсулниң ташландуқ йери мол һосул берәр,
Лекин адаләтсизликтин у вәйран болар. 12
Таяқни айиған киши оғлини яхши көрмәс;
Балини сөйгән киши уни әстайидил тәрбийиләп җазалар. 13
Һәққаний адәм көңли қанаәт тапқичә озуқ йәр;
Яманниң қосиғи ач қалар.
Source notes (13)
- Cross-reference ◘ Пәнд. 12:14
- Cross-reference ◘ Пәнд. 10:29; 11:3, 5, 6
- Cross-reference ◘ Пәнд. 12:9
- Cross-reference ◘ Аюп 18:5, 6; 21:17; Пәнд. 4:18
- Cross-reference ◘ Пәнд. 10:2; 20:21
- Footnote ◼ «һаятлиқ дәриғи» — «Ерәм бағчиси»дики, Адәм атимиз вә Һава анимизниң бәһриман болушиға тәйярланған дәрәқни көрситиду (3:18ни көрүң).
- Cross-reference ◘ Пәнд. 13:19
- Cross-reference ◘ Пәнд. 10:11; 14:27
- Cross-reference ◘ Пәнд. 12:23; 15:2
- Footnote ◼ «...налә-пәрядта қалар» — яки «...зиян тартар».
- Cross-reference ◘ Аюп 15:29; 27:17
- Cross-reference ◘ Пәнд. 12:11; 18:9
- Cross-reference ◘ Пәнд. 23:13
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.