Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Зәбур 86

86-күй •••• Зионниң улуқлуғи

Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй-нахша: —

Униң ули болса муқәддәс тағлардидур. 1

Пәрвәрдигар әвзәл көрәр Яқупниң барлиқ җайлиридинму,

Пәқәтла Зион дәрвазилирини;

Шәривиңгә улуқ ишлар ейтилмақта, и Худаниң шәһири!

Селаһ.

«Раһаб вә Бабиллиқлар бардур Мени тонуғанлар арисида;

Филистийә, Тур билән Ефиопийә шу қатарда» — дәймән.

Улар һәққидә бу адәм туғулғандур шу йәрдә. 2

Бәрһәқ, Зион тоғрилиқ шундақ ейтилар: —

«Бу адәм, паланчи-покунчи униңда туғулған,

Һәммидин Алий Болғучиниң Өзи уни мустәһкәмләйду».

Хәлиқ-қовмларни хатирилигинидә Пәрвәрдигар: —

«Бу киши бу йәрдә туғулған» — дәп алаһидә хатиригә йезип қойиду.

Селаһ. 3 4

Нахшичилар, уссулчилар шуни тәң ейтиду: —

«Мениң барлиқ булақ-мәнбәлирим сениңдидур!» 5

Source notes (5)
  1. Footnote ◼ «Униң ули болса муқәддәс тағлардидур» — «Униң ули» — Худаниң ули, демәк.
  2. Footnote ◼ «... Раһаб билән Бабиллиқлар...» — «Раһаб» бу йәрдә Мисирни билдүриду (мәнаси: «тәкәббур». «Йәш.» 30:7ни көрүң). ««Мени тонуп билгәнләр арисида Раһаб билән Бабилни тилға алимән... мана бу адәм шу йәрдә туғулған» — дәймән» — сөзлигүчи Худа Өзи болса керәк.
  3. Footnote ◼ ««Бу киши бу йәрдә туғулған» — дәп алаһидә хатиригә йезип қойиду» — бу сирлиқ сөз Худаниң Йәһудий болмиған («ят әллик») Өзигә етиқат қилғучиларни етиқати арқилиқ «Өзүмгә тәвә адәм, Өзүмниң аиләмдики адәм» дәп һесаплап, уларға илтипат қилип: «Йерусалимда туғулған» дәп һесаплайдиғанлиғини көрситиду.
  4. Cross-reference ◘ Зәб. 22:31; Ибр.12:22-23
  5. Footnote ◼ «Мениң барлиқ булақ-мәнбәлирим сениңдидур!» — «сениңда» бәлким Зионда дегән мәнада. Бәзи алимлар мәнасини «Худа Өзидә» дәп қарайду.

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.