Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Зәбур 84
84-күй •••• Исраилниң үзүл-кесил товва қилиши үчүн меһир-шәпқәт тәләп қилиш
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: —
Сән Өз зиминиңға илтипат көрситип,
Яқупни сүргүнлүктин қайтурған едиң, и Пәрвәрдигар.
Хәлқиңниң қәбиһлигини кәчүрүм қилип,
Барлиқ гуналирини япқан едиң.
Селаһ.
Сән пүтүн қәһриңни ичиңдә сахлап,
Ғәзивиңниң әшәддийлигидин янған едиңсән.
Әнди бизни Өз йениңға қайтурғайсән, и ниҗатлиғимиз болған Худа!
Бизгә болған аччиғиңға һай бәргәйсән! 1
Сән бизгә әбәдий ғәзәплинәмсән?
Әвлаттин-әвлатқичә ғәзивиңни созамсән?
Хәлқиң Өзүңдин шатлиниши үчүн,
Бизни қайтидин йеңилимамсән? 2
Бизгә өзгәрмәс муһәббитиңни көрсәткәйсән, и Пәрвәрдигар,
Бизгә ниҗатлиғиңни ата қилғайсән!
Немиләрни дер, Тәңри Пәрвәрдигарнмға қулақ салай;
Чүнки әйләйду У аман-есәнлик хәлқигә һәм мөминлиригә;
Дәр уларға қайтмаңлар һамақәтликкә!
Зиминимизда шан-шөһрәтниң туруши үчүн,
Дәрһәқиқәт, Униңдин әйминидиғанларға Униң ниҗатлиғи йеқиндур;
Өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәт өз ара көрүшти;
Һәққанийәт вә аман-хатирҗәмлик бир-бирини сөйүшти; 3 4
Һәқиқәт йәрдин үнүп чиқмақта,
Һәққанийәт әршләрдин қарайду.
Пәрвәрдигарниң бәрикити яғса,
Зиминимизму мол һосулини берәр; 5
Һәққанийәт йол ачар Униң алдида,
Униң қәдәмлиригә йол һазирлайду! 6
Source notes (6)
- Footnote ◼ «Әнди бизни Өз йениңға қайтурғайсән, и ниҗатлиғимиз болған Худа! Бизгә болған аччиғиңға һай бәргәйсән!» — Худаниң Исраилға рәһимдиллиқ көрситиватқинини көрүп (3-айәтни көрүң), мошу күйниң муәллипи Худадин Исраилни үзүл-кесил товва қилдурғайсән, уларни Өз йениңға, шундақла Өз жутиға қайтурғайсән, дәп дуа қилишни башлайду.
- Cross-reference ◘ Зәб. 70:20; 79:19; 137:7
- Footnote ◼ «Өзгәрмәс муһәббәт вә һәқиқәт өз ара көрүшти; һәққанийәт вә аман-хатирҗәмлик бир-бирини сөйүшти» — бу сирлиқ сөзләр шүбһисизки, Мәсиһниң өзини қурбанлиқ қилғинида, әмәлгә ашурулди.
- Cross-reference ◘ Ибр. 7:2
- Cross-reference ◘ Зәб. 66:7
- Footnote ◼ «Һәққанийәт Униң алдида маңиду, Униң қәдәмлиригә йол һазирлайду!» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Һәққанийәт Униң алдида маңиду, һәм өзини Униң қәдәмлиригә орнитиду».
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.