Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Зәбур 74
74-күй •••• Адил сорақчи Худа
Нәғмичиләрниң бешиға «Һалак қилмиғайсән» дегән аһаңда оқулсун дәп тапшурулған, Асафниң күй-нахшиси: —
Саңа тәшәккүр ейтимиз, и Худа, тәшәккүр ейтимиз!
Чүнки намиң бизгә йеқиндур;
Буни, қилған карамәтлириң испатлап җакалайду.
Мәнки Пәрвәрдигар: — «Мән бекиткән вақитни ихтияримға алғинимда,
Адаләт билән сорақ қилимән;
Йәр һәм йәрниң үстидә туруватқанлар тәвринип турсиму,
Униң түврүклирини турғузғучи Өзүмдурмән» — деди.
Селаһ.
Махтанғанларға: — «Махтанмаңлар»,
Һәм рәзилләргә «Мүңгүзүңни көтәрмә» — дедим; 1
«Мүңгүзүңни жуқури көтәрмә;
Бойнуңни қаттиқ қилип ғадийип сөзлимә!»
Чүнки көтирилиш шәриқтин яки ғәриптин әмәс,
Яки җәнуптинму кәлмәйду; 2
Чүнки Худа сотчидур;
У бирисини көтириду, бирисини чүшүриду.
Чүнки Пәрвәрдигарниң қолида бир қәдәһ туриду;
Униңдики шарап көпүклишиватиду;
У әбҗәш шарап билән толди;
Худа униңдин төкиду;
Дәрвәқә йәр йүзидики барлиқ рәзилләр униң дуғини қоймай ичиветиду;
Мән болсам, мәңгүгә гувалиқ беримән: —
Яқупниң Худасиға күйләрни ейтимән.
«Мән рәзилләрниң мүңгүзлириниң һәммисини кесип ташлаймән;
Бирақ һәққанийларниң мүңгүзлири көтирилиду!». 3
Source notes (3)
- Footnote ◼ «Мүңгүзүңни жуқури көтәрмә» — Тәвратта, «мүңгүз»ләр көп һалларда адәмләрниң аброй-шөһрити яки күч-қудритини билдүриду. Бу адәмниң бешидин өскән мүңгүз әмәс, әлвәттә!
- Footnote ◼ «... җәнуптин әмәс» — яки «(җәнуптики) чөл-баявандин әмәс».
- Footnote ◼ «Мән рәзилләрниң мүңгүзлириниң һәммисини кесип ташлаймән; бирақ һәққанийларниң мүңгүзлири көтирилиду!» — сөзлигүчи (мошу 10-айәттә) Худаниң Өзи яки Давут падишаниң әвлади болған Мәсиһ болса керәк.
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.