Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Зәбур 65
65-күй •••• Ибадәткә түрткә болидиған гувалиқ
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, күй-нахша: —
Пүткүл җаһан, хошаллиқ билән Худаға тәнтәнә қилиңлар!
Униң наминиң улуқлуғини нахша қилип җакалаңлар,
Униң мәдһийилирини шәрәпләдүрүңлар!
Худаға: «Сениң қилғанлириң нәқәдәр қорқунучлуқтур!
Қудритиң зор болғач,
Дүшмәнлириң алдиңда зәиплишип тәслим болиду;
Барлиқ йәр йүзидикиләр Саңа сәҗдә қилип,
Сени күйләп, нахша ейтишиду;
Улар намиңни күйләп нахша қилип ейтиду» — дәңлар!
Селаһ!
Келиңлар, Худаниң қилғанлирини көрүңлар;
Инсан балилири алдида қилған карамәтлири қорқунучлуқтур.
У деңизни қуруқлуққа айландурди;
Әҗдатлиримиз дәриядинму пиядә өтти;
Биз у йәрдә униңдин хурсән болдуқ. 1
У қудрити билән мәңгү һөкүм сүриду;
Униң көзлири әлләрни күзитип туриду;
Асийлиқ қилғучилар мәғрурланмисун!
Селаһ! 2
И қовмлар, Худайимизға тәшәккүр-мәдһийә ейтиңлар;
Униңға болған мәдһийә-һәмдусаналарни яңритиңлар!
У җенимизни һаятлиқ ичигә тиккән,
Путлиримизни тейилип кетишкә йол қоймайду.
Чүнки Сән, и Худа, бизни синидиң;
Күмүчни отта тавлиғандәк бизни тавлидиң.
Сән бизни торға чүшүрдуң;
Белимизгә еғир жүкни жүклидиң.
Хәқләрни бешимизға миндүрдүң;
Биз от вә кәлкүнни бесип өттуқ;
Сән ахир бизни кәңричиликкә чиқардиң.
Мән көйдүрмә қурбанлиқларни елип өйүңгә кирәй;
Саңа қилған қәсәмлиримгә әмәл қилимән;
Бәрһәқ, бешимға күн чүшкәндә ләвлирим чиқарған,
Еғизим ейтқан вәдилиримни әмәлгә ашуримән.
Мән Саңа бордақ малларни көйдүрмә қурбанлиқ қилип сунимән,
Қочқарларниң хуш пурақ йеғини көйдүримән;
Өкүз вә өшкиләрни әкилип сунимән.
Селаһ!
Худадин әймингүчи һәммиңлар, келиңлар, қулақ селиңлар!
Униң мән үчүн қилған карамәтлирини баян қилимән;
Ағзим ечип униңға пәряд көтәрдим,
Униң улуқлуғини җакалиған мәдһийиләр тилимда болди.
Көңлүмдә гунани көзләп жүргән болсам,
Рәб дуайимни аңлимиған болатти.
Бирақ Худа аңлиди;
У дуайимға қулақ салди.
Худаға тәшәккүр-мәдһийиләр яғдурулғай!
У мениң дуайимни яндурмиди,
Һәм мәндин өзгәрмәс муһәббитини елип кәтмиди!
Source notes (2)
- Cross-reference ◘ Мис. 14:21-31; Йә. 3:14
- Cross-reference ◘ 2Тар. 16:9; Аюп 28:24; Зәб. 32:13-14
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.