Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Зәбур 59
59-күй •••• Мәғлубийәттин кейинки дуа
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Гувалиқ нилупәри» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған «Миқтам» күйи: —
(Давут Арам-Наһараим вә Арам-Зобаһдики Сурийәликләр билән җәң қилғанда, униң сәрдари болған Йоаб җәңгә қайта берип, «Шор вадиси»да Едомдикиләрдин он икки миң әскәрни қиличлиған чағда йезилған)
И Худа, Сән бизни чәткә қақтиң;
Бизни парә-парә қиливәттиң,
Сән биздин рәнҗидиң;
Әнди бизни йениңға қайтурғин! 1 2
Сән зиминни тәвритип йеривәткән едиң;
Әнди униң бөсүклирини сақайтқайсән;
Чүнки у дәлдәңшип кәтти!
Сән Өз хәлқиңгә күлпәт-харлиқларни көргүздүң;
Сән бизгә алақзадиликниң шарабини ичкүздүң.
Сән Өзүңдин әйминидиғанларға туғ тикләп бәргәнсән;
У һәқиқәтни аян қилишқа көтирилиду.
(Селаһ). 3
Өз сөйгәнлириң ниҗатлиқ тепиши үчүн,
Оң қолуң билән қутқузғайсән,
Дуайимни иҗабәт қилғайсән. 4
Худа Өз пак-муқәддәслигидә шундақ дегән: —
«Мән тәнтәнә қилимән,
Мән Шәкәм диярини бөлүп беримән,
Суккот вадисини тәқсим қилишқа өлчәймән. 5
Гилеад Маңа мәнсуптур,
Манассәһму Маңа мәнсуптур;
Әфраим болса бешимдики дубулғамдур,
Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур; 6
Моаб Мениң кир жуюш җавурумдур;
Едомға чоруғумни ташлаймән;
Филистийә, Мениң сәвәвимдин тәнтәнә қилиңлар!» 7
Ким Мени бу мустәһкәм шәһәргә башлап кирәлисун? Ким Мени Едомға елип баралисун?
И Худа, Сән бизни растинла чәткә қақтиңму?
Қошунлиримиз билән биллә җәңгә чиқмамсән?
Бизни зулумлардин қутулушқа ярдәмләшкәйсән,
Чүнки инсанниң ярдими бекардур!
Худа арқилиқ биз чоқум батурлуқ көрситимиз;
Бизгә зулум қилғучиларни чәйлигүчи дәл У Өзидур!
Source notes (7)
- Footnote ◼ «Давут Арам-Наһараим вә Арам-Зобаһдики Сурийәликләр билән җәң қилғанда, униң сәрдари болған Йоаб җәңгә қайта берип, «Шор вадиси»да Едомдикиләрдин он икки миң әскәрни қиличлиған чағда йезилған» — бу вақиә Тәврат, «2Сам.» 8-бапта баян қилиниду.
- Cross-reference ◘ 2Сам. 8:3, 13; 1Тар. 18:3, 12; Зәб. 43:210-11; 73:1; 107:12; 143:10
- Footnote ◼ «Сән Өзүңдин әйминидиғанларға туғ тикләп бәргәнсән; у һәқиқәтни аян қилишқа көтирилиду» — толуқ айәтниң бир нәччә хил тәрҗимилири бар. Айәттики ибраний тилини чүшиниш тәс.
- Cross-reference ◘ Зәб. 107:7-14
- Footnote ◼ «Худа Өз пак-муқәддәслигидә шундақ дегән...» — яки «Худа Өз муқәддәс җайида шундақ дегән...» «Мән Шәкәм диярини бөлүп беримән, Суккот вадисини (тәқсим қилишқа) өлчәймән» — Худаниң мошу сөзлири бәлким Йәшуа пәйғәмбәр арқилиқ, Қанаан (Пәләстин) зиминини Исраилларға бөлүп-бөлүп тәқсим қилғанлиғини көрситиду.
- Footnote ◼ «Әфраим болса бешимдики дубулғамдур» — ибраний тилида «Әфраим болса бешимдики қоғдиғучидур». «Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур» — башқа бир хил тәрҗимиси «Йәһуда Мениң шаһанә һасамдур».
- Footnote ◼ «Моаб Мениң кир жуюш җавурум» — бәлким Моабниң Худа вә Униң хәлқи үчүн мәйнәт хизмәт қилидиғанлиғини билдүриду. «Едомға чоруғумни ташлаймән» — аяқ кийимни мәлум йәр үстигә ташлаш әшу йәргә егә болғанлиқни билдүрүши мүмкин; яки болмиса, Едомниң өз егисиниң аяқлирини елип жиғиштуридиған қулдәк екәнлигини көрситишиму мүмкин. «Филистийә, Мениң сәвәвимдин тәнтәнә қилиңлар!» — Давут падишаниң дәвридә Филистийә Давутқа, шундақла Худаниң Өзигә бойсунуп, бәхитлик һаятқа егә болған («2Сам.» 1:8ни, шундақа «Яр.» 12:1-3нимй көрүң).
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.