Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Зәбур 5

5-күй •••• Сәһәрдики үмүт

Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, нәйләр билән оқулсун дәп, Давут язған күй: —

Мениң сөзлиримгә қулақ салғайсән, и Пәрвәрдигар,

Мениң аһлиримға көңүл бөлгәйсән.

Көтәргән пәрядлиримни аңла, Падишасим, мениң Худайим,

Чүнки мән Саңила дуа қилимән.

И Пәрвәрдигар, сәһәрдә Сән авазимни аңлайсән;

Мән сәһәрдә өзүмни Саңа қаритимән,

Жуқириға көз тикимән. 1

Чүнки Сән рәзилликтин һозур алғучи илаһ әмәсдурсән;

Яманлиқ һәргиз Сән билән биллә турмайду.

Почи-тәкәббурлар көзүң алдида туралмайду;

Қәбиһлик қилғучиларниң һәммиси Саңа жиркиничликтур.

Ялған сөзлигүчиләрниң һәммисини һалак қилисән;

Пәрвәрдигар қанхор, алдамчи кишиләргә нәпрәт қилур.

Бирақ мән болсам, меһир-шәпқитиңниң кәңричилигидин өйүңгә киримән;

Саңа болған әймиништин муқәддәс ибадәтханаңға қарап сәҗдә қилимән;

Мени өч көргәнләр түпәйлидин Өз һәққанийлиғиң билән мени йетәклигәйсән, и Пәрвәрдигар;

Йолуңни алдимда түз қилғин.

Чүнки уларниң ағзида һеч қандақ сәмимийлик йоқтур;

Уларниң ички дунияси болса пасиқлиқтур,

Уларниң галлири ечилған қәбирдәк сесиқтур,

Улар тили билән хушамәт қиливатиду. 2

Уларниң гунайини бекиткәйсән, и Худа;

Улар өз планлири билән өзлири моллақ атсун;

Уларни өзлириниң нурғунлиған итаәтсизликлири билән һайдап чиқарғайсән;

Чүнки улар Саңа асийлиқ қилди. 3

Шундақ қилғанда Саңа таянғанларниң һәммиси шатлиниду;

Улар мәңгү шатлиқ билән тәнтәнә қилиду;

Сән уларни қоғдайсән;

Сениң намиңни сөйгәнләр сениңдин яйрайду.

Чүнки Сән, и Пәрвәрдигар, һәққаний адәмгә бәхит ата қилисән;

Уни шапаитиң билән қалқан кәби орайсән.

Source notes (3)
  1. Footnote ◼ «И Пәрвәрдигар, сәһәрдә Сән авазимни аңлайсән;...» — «сәһәрдә» дегән сөзгә қарап бәзи алимлар 3-, 4- һәм 5-күйләр, Давутниң Абшаломдин қечиш җәрянидики үч күн ичидики дуалири, дәп қарайду (3-күйдә «кәч» һәм «сәһәр» бар, 4-дә болса «кәч», 5-дә «сәһәр» бар).
  2. Cross-reference ◘ Зәб. 11:1-3; 35:1-4; 51:4; 61:5; Рим. 3:13
  3. Cross-reference ◘ Зәб. 7:15-16; 9:16-17; 34:7-8; 58:13

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.