Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Зәбур 135

135-күй •••• Пәрвәрдигарниң муһәббитигә тәшәккүр ейтиңлар!

Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, У меһривандур;

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 1

Рәбләрниң Рәббигә тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

Зор карамәтләрни бирдин-бир Жүргүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

Әқил-парасәт арқилиқ асманларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 2

Зиминни сулар үстидә созуп Турғузғучиға тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 3

Улуқ нур җисимлирини Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 4

Күндүзни башқуридиған қуяшни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 5

Кечини башқуридиған ай һәм юлтузларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

Уларниң тунҗилирини уруп, Мисирға зәрб бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 6

Исраилни улар арисидин чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 7

Күчлүк қол һәм узатқан биләк билән уларни Чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 8

Қизил Деңизни бөләк-бөләк Бөлгүчигә тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 9

Һәм Исраилни униң оттурисидин Өткүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

Қизил Деңизда Пирәвнни қошунлири билән сүпүрүп ташлиғучиға тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 10

Өз хәлқини чөл-баявандин Йетәклигүчигә тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 11

Бүйүк падишаларни Урувәткүчигә тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 12

Һәм мәшһур падишаларни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

Җүмлидин Аморийларниң падишаси Сиһонни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

— Һәм Башан падишаси Огни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 13

Уларниң зиминини мирас үчүн Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 14

Буни бәндиси Исраилға мирас қилип бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

Һалимиз харап әһвалда, бизләрни Әслигүчигә тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

Бизни әзгәнләрдин Қутулдурғучиға тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 15 16

Барлиқ әт егилиригә озуқ Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;

Әршләрдики Тәңригә тәшәккүр ейтиңлар,

Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур!

Source notes (16)
  1. Footnote ◼ «Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар» — «илаһлар» тоғрилиқ 95:3 вә изаһатини көрүң.
  2. Cross-reference ◘ Яр. 1:1
  3. Cross-reference ◘ Зәб. 23:1-2
  4. Cross-reference ◘ Яр. 1:14
  5. Cross-reference ◘ Яр. 1:16
  6. Cross-reference ◘ Мис. 12:29; Зәб. 77:43,51
  7. Cross-reference ◘ Мис. 12:31,51; 13:3,17
  8. Cross-reference ◘ Мис. 6:6
  9. Cross-reference ◘ Мис. 14:21,22; Зәб. 77:13
  10. Cross-reference ◘ Мис. 14:24
  11. Cross-reference ◘ Мис. 15,16,17,19; Зәб. 77:52
  12. Cross-reference ◘ Чөл. 21:24,25,34,35; Йә. 12:1; Зәб. 134:10,11
  13. Cross-reference ◘ Қан. 3:1-7
  14. Cross-reference ◘ Йә. 12:6
  15. Footnote ◼ «Қутулдурғучи» — ибраний тилида «Жиртип чиққучи».
  16. Cross-reference ◘ Лам. 5:8

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.