Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Зәбур 110

110-күй •••• Худаниң улуқлуғини сеғиниш •••• 1-айәттики изаһатни көрүң

Һәмдусана!

Көңли дурусларниң мәшрипидә,

Һәм җамаәттә туруп,

Пәрвәрдигарға пүтүн қәлбим билән тәшәккүр ейтимән. 1

Пәрвәрдигарниң ясиғанлири улуқдур;

Булардин хурсән болғанлар издинип уларни сүрүштүрмәктә.

Униң әҗри шәрәп вә һәйвәттур,

Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду.

У Өз мөҗизилирини яд әткүзиду;

Пәрвәрдигар муһәббәтлик һәм рәһимдиллиқтур.

У Өзидин әйминидиғанларни аш билән тәминләйду;

Өз әһдисини һемишә яд етиду.

У әмәллиридики қудритини Өз хәлқигә көрситип,

Башқа әлләрниң мирас-зиминини уларға тәқдим қилди.

Униң қоли қилғанлири һәқиқәт-садақәт вә адиллиқтур;

Униң барлиқ көрсәтмилири ишәшликтур.

Булар әбәдил-әбәткичә инавәтликтур;

Һәқиқәттә һәм дуруслуқта чиқирилғандур.

У Өз хәлқигә ниҗатлиқ әвәтти;

Өз әһдисини әмир қилип мәңгүгә бекитти;

Муқәддәс һәм сүрлүктур Униң нами.

Пәрвәрдигардин қорқуш даналиқниң башлинишидур;

Униң һөкүмлирини тутқанларниң һәммиси йорутулған адәмләрдур;

Униң мәдһийиси мәңгү туриду.

Source notes (1)
  1. Footnote ◼ «Һәмдусана! Көңли дурусларниң мәшрипидә, һәм җамаәттә туруп...» — бу күй «елипбә тәртивилик» күй. Бирақ ибраний тилини тәрҗимә қилиш җәрянида җүмлә тәртиплирини өзгәртиш керәклиги түпәйлидин, «елипбәлик» нусхини көрситәлмидуқ.

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.