Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Самуил «1» 7
Исраиллар Филистийләр билән йәнә соқушиду
Шуниң билән Кириат-Йеаримдики адәмләр келип Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини елип чиқип, дөңниң үстидики Абинадабниң өйидә қойди вә униң оғли Әлиазарни әһдә сандуғиға қарашқа Пәрвәрдигарға атап бекитти. 1 Әһдә сандуғи Кириат-Йеаримда қоюлғандин тартип узун вақит, йәни жигирмә жил өтти. Исраилниң пүткүл җәмәти Пәрвәрдигарни сеғинди.
Вә Самуил Исраилниң пүткүл җәмәтигә: — Әгәр пүтүн қәлбиңлар билән Пәрвәрдигарниң йениға қайтип, ятларниң илаһлири билән Аштаротларни өз араңлардин йоқитип, көңлүңларни Пәрвәрдигарға бағлап, хас Униң ибадитидила болсаңлар У силәрни Филистийләрниң қолидин қутқузиду, деди. 2 3 Шуниң билән Исраил Бааллар билән Аштаротларни ташлап хас Пәрвәрдигарниң ибадитидила болди.
Андин Самуил: — Пүткүл Исраилни Мизпаһ шәһиригә җәм қилсаңлар, мән силәр үчүн Пәрвәрдигарниң алдида дуа қилай, деди. Әнди улар Мизпаһқа җәм болуп, у йәрдә су тартип уни Пәрвәрдигар алдиға қуйди вә у күни роза тутуп: — Биз Пәрвәрдигарниң алдида гуна садир қилдуқ, деди. Шуниң билән Самуил Мизпаһта Исраилларниң әрз-дәвалири үстидин һөкүм чиқарди. 4
Филистийләр Исраилларниң Мизпаһда җәм болғинини аңлиди; Филистийләрниң ғоҗилири Исраил билән җәң қилғили чиқти. Исраиллар буни аңлап Филистийләрдин қорқти. Исраиллар Самуилға: — Биз үчүн Пәрвәрдигар Худайимиз бизни Филистийләрниң қолидин қутқузуши үчүн униңға нида қилиштин тохтимиғин, деди. Самуил анисини емиватқан бир қозини елип толуқ бир көйдүрмә қурбанлиқ қилип Пәрвәрдигарға сунди; Самуил Исраилниң һәққидә Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди; Пәрвәрдигар дуасини аңлиди. Самуил көйдүрмә қурбанлиқ қиливатқанда Филистийләр Исраил билән соқушқили йеқинлап кәлди. Лекин Пәрвәрдигар шу күни Филистийләрниң үстигә қаттиқ гүлдүрмама гүлдүрлитип уларни алақзадә қиливәтти; шуниң билән улар Исраил алдида тар мар болди. 5 Исраиллар Мизпаһтин чиқип уларни Бәйт-Карниң түвигичә қоғлап қирди.
У вақитта Самуил бир ташни елип, уни Мизпаһ билән шәнниң оттурисида тикләп: — «Пәрвәрдигар бизгә һазирғичә ярдәм бериватиду» — дәп уни Әбән-Езәр дәп атиди. 6 7
Шуниң билән Филистийләр бесиқип Исраилниң зиминиға йәнә таҗавуз қилмиди; Самуил һаким болған барлиқ күнләрдә Пәрвәрдигарниң қоли Филистийләрниң үстигә қарши болди; шундақ қилип Әкрондин тартип Гатқичә Филистийләр Исраилдин еливалған шәһәрләрниң һәммиси Исраилға яндурулди; шәһәрләргә тәвә зиминларниму Исраил Филистийләрниң қолидин яндуруп алди. Буниңдин башқа Исраил билән Аморийлар оттурисида течлиқ болди.
Самуил болса пүтүн өмридә Исраилни сориди. Һәр жили у Бәйт-Әл, Гилгал вә Мизпаһларни айлинип, мошу йәрләрдә Исраил үстидин һөкүм жүргүзәтти. Андин у Рамаһқа йенип баратти; чүнки униң өйи шу йәрдә еди һәм у у йәрдиму Исраил үстидин һөкүм жүргүзәтти. У у йәрдиму Пәрвәрдигарға бир қурбангаһ ясиған еди. 8
Source notes (8)
- Cross-reference ◘ 2Сам. 6:4.
- Footnote ◼ «Аштаротлар» — яки «Ашәраһлар» — алаһидә дәрәқләр билән мунасивәтлик аял бутларни көрситиду; дәрәқләр бәлким аял бут шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин еди.
- Cross-reference ◘ Қан. 6:13; 10:20; Мат. 4:10; Луқа 4:8
- Footnote ◼ «...Самуил ... Исраил хәлқиниң әрз-дәвалириниң үстидин һөкүм чиқарди» — Самуил пәйғәмбәр Исраил үстигә һөкүм сүргән «батур һакимлар» яки «қутқузғучи батурлар»ниң әң ахирқиси еди.
- Cross-reference ◘ Йә. 10:10.
- Footnote ◼ «Самуил бир ташни елип... Пәрвәрдигар бизгә һазирғичә ярдәм бериватиду» — дәп уни Әбән-Езәр дәп атиди» — «Әбән-Езәр» дегәнниң мәнаси: «ярдәм теши».
- Cross-reference ◘ 1Сам. 4:1.
- Cross-reference ◘ 1Сам. 8:4.
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.