Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Вәһий 4
Әрштики ибадәт
Андин мән қаривидим, мана, асманда бир ишик ечиқлиқ туратти. Мән тунҗа қетим аңлиған канай авазиға охшап кетидиған аваз маңа: «Бу яққа чиқ, саңа булардин кейин йүз бериши муқәррәр болған ишларни көрситәй» деди вә дәрһал мән Роһниң илкидә болдум; мана, әрштә бир тәхт, тәхттә бир зат олтиратти. 1 Тәхттә олтарғучиниң қияпити йешил қашташ вә қизил квартсқа охшайтти. Тәхтниң чөрисини зумрәттәк бир һәсән-һүсән орап туратти. 2 3
Тәхтниң әтрапида йәнә жигирмә төрт тәхт бар еди. Тәхтләрдә ақ кийимләр билән кийингән, башлириға алтун таҗ тақалған жигирмә төрт ақсақал олтиратти. 4 Тәхттин чақмақлар чеқип, түрлүк авазлар вә гүлдүрмамилар аңлинип туратти. Тәхтниң алдида ялқунлап турған йәттә мәшъәл көйүп туратти; булар Худаниң йәттә Роһи еди. 5 6 Тәхтниң алди худди хрусталъдәк пақирап туридиған, сүзүк әйнәк деңиздәк еди. Тәхтниң оттурисида вә тәхтниң чөрисидә, алди вә кәйни көзләр билән толған төрт һаят мәхлуқ туратти. 7 8 Биринчи мәхлуқ ширға, иккинчи мәхлуқ буқиға охшайтти. Үчинчи мәхлуқниң йүзи адәмниң чирайиға охшайтти. Төртинчи мәхлуқ пәрваз қиливатқан бүркүткә охшайтти. Төрт һаят мәхлуқниң һәр бириниң алтидин қанити бар еди; уларниң пүтүн бәдининиң чөриси һәтта ич тәрипиму көзләр билән толған еди; улар кечә-күндүз тохтимай: —
«Муқәддәс, муқәддәс, муқәддәстур,
Бар болған, һазирму бар һәм кәлгүсидиму Болғучи,
Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худа!» — дейишәтти. 9 10
Һаят мәхлуқлар тәхттә олтарған әбәдил-әбәт һаят Болғучини улуқлап, Униңға һөрмәт-шәвкәт вә тәшәккүр изһар қилғинида, жигирмә төрт ақсақал тәхттә олтарғучиниң айиғиға жиқилип әбәдил-әбәт һаят Болғучиға баш қоюп сәҗдә қилатти, таҗлирини тәхтниң алдиға ташлап қоюп, мундақ дейишәтти: —
«Сән, и Пәрвәрдигаримиз вә Худайимиз,
Шан-шәрәп, һөрмәт-шөһрәт вә қудрәткә лайиқтурсән.
Чүнки Өзүң һәммини яраттиң,
Уларниң һәммиси ирадәң билән мәвҗут еди вә яритилди!» 11
Source notes (11)
- Footnote ◼ «дәрһал мән Роһниң илкидә болдум» — «Роһниң илкидә» грек тилда «Роһта». Демәк, Муқәддәс Роһниң илкидә вә илһами астида болған.
- Footnote ◼ «мунасивәтлик айәтләр» — «Әз.» 1:26-28.
- Cross-reference ◘ Әз. 1:26-28.
- Footnote ◼ «тәхтләрдә ақ кийимләр билән кийингән, башлириға алтун таҗ тақалған жигирмә төрт ақсақал олтиратти» — «ақсақаллар» кимләр? Алимларниң пикри: яки (1) улар Мәсиһниң җамаитини билдүриду; яки (2) Тәврат дәвридики етиқати билән йол башлиғучиларни көрситиду. Биз (2)-пикиргә майилмиз, чүнки кейинки бабларда җамаәт ақсақаллардин айрим көрүниду (7:9-17, 19:1-10). «Ибр.» 11-бап, болупму 2-айәтниму көрүң.
- Footnote ◼ «Тәхтниң алдида ялқунлап турған йәттә мәшъәл көйүп туратти; булар Худаниң йәттә роһи еди» — бәзи алимлар бу йәттә Роһ йәттә пәриштини көрситиду, дәп қарайду, башқилар Худаниң Муқәддәс Роһиниң йәттә тәрипини көрситиду, дәп қарайду (6:5ни вә «Йәш.» 11:2ни көрүң). «мунасивәтлик айәтләр» — «Мис.» 19:16, «Зәк.» 3:9, 4:10.
- Cross-reference ◘ Мис. 19:16; Зәк. 3:9, 4:10.
- Footnote ◼ «мунасивәтлик айәтләр» — «Әз.» 1:4-28.
- Cross-reference ◘ Əz. 1:4-28; Вәһ. 15:2.
- Footnote ◼ «Төрт һаят мәхлуқниң һәр бириниң алтидин қанити бар еди» — «Әзакиял»да көрүнгән «һаят мәхлуқлар»ниң төрт қанити бар еди. «уларниң пүтүн бәдининиң чөриси һәтта ич тәрипиму көзләр билән толған еди» — «ич тәрипиму» яки «қанат астиму».
- Cross-reference ◘ Йәш. 6:3; Вәһ. 1:4, 8; 11:17; 16:5.
- Cross-reference ◘ Вәһ. 5:12.
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.