Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Зәбур 69
69-күй •••• «Пәрвәрдигар, тез кәлгәйсән!»
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «әслитиш үчүн» оқулсун дәп, Давут язған күй: —
Пәрвәрдигар, мени қутқузушқа алдириғайсән!
Пәрвәрдигар, тез келип маңа ярдәм қилғайсән! 1
Мениң җенимни издәватқанлар йәргә қаритилип рәсва қилинсун;
Мениң зийинимдин хурсән болғанлар кәйнигә яндурулуп шәрмәндә болғай. 2
Мени: — «Ваһ! Ваһ!» дәп мәсқирә қилғанлар өз шәрмәндилигидин кәйнигә янғай!
Бирақ Сени издигүчиләрниң һәммиси Сәндә шатлинип хошал болғай!
Ниҗатлиғиңни сөйгәнләр һемишә: «Худа улуқлансун» дейишкәй.
Бирақ мән езилгәнмән, һәм йоқсулмән;
Йенимға тездин кәл, и Худа!
Сән мениң ярдәмчим, мениң азат қилғучим;
И Пәрвәрдигар, кечикмәй кәлгәйсән!
Source notes (2)
- Cross-reference ◘ Зәб. 39:14-18
- Cross-reference ◘ Зәб. 34:4,26; 70:13
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.