Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Зәбур 48
48-күй •••• Пүтүн инсанға берилгән несиһәт-агаһландуруш
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: —
И барлиқ хәлиқләр, көңүл қоюп аңлаңлар!
Йәр йүзидә туруватқанлар, қулақ селиңлар!
Мәйли аддий пухра, я есилзадиләр,
Я бай, я гадайлар болсун, һәммиңлар аңлаңлар!
Ағзим даналиқни сөзләйду,
Дилим әқилгә уйғун ишларни ойлап чиқиду. 1
Қулиқим һекмәтлик тәмсилни зән қоюп аңлайду,
Чилтар челип сирлиқ сөзни ечип беримән. 2
Еғир күнләрдә, мени қилтаққа чүшүрмәкчи болғанларниң қәбиһликлири әтрапимда болсиму,
Мән немишкә қорқидикәнмән?
Улар байлиқлириға тайиниду,
Мал-мүлүклириниң зорлуғи билән чоңчилиқ қилиду;
Инсан мәңгүгә яшап,
Гөр-һаңни көрмәслиги үчүн,
Һеч ким өз бурадәриниң һаятини пул билән қайтурувалалмайду;
Вә яки Худаға униң җенини қутулдурғидәк бани берәлмәйду;
(Чүнки униң җениниң баһаси интайин қиммәт,
Вә бу баһа бойичә болғанда, мәңгүгә қәриз тапшуруши керәктур) 3
Һәммигә аянки, данишмән адәмләрму өлиду;
Һәммә адәм билән тәң, надан вә һамақәтләр биллә һалак болиду,
Шундақла улар мал-дуниясини өзгиләргә қалдуруп кетиду.
Уларниң көңлидики ой-пикирләр шундақки:
«Өй-имаритимиз мәңгүгә,
Макан-туралғулиримиз дәвирдин-дәвиргичә болиду»;
Улар өз йәрлиригә исимлирини нам қилип қойиду. 4
Бирақ инсан өзиниң нам-иззитидә туривәрмәйду,
У һалак болған һайванлардәк кетиду.
Уларниң мошу йоли дәл уларниң наданлиғидур;
Лекин уларниң кәйнидин дунияға кәлгәнләр, йәнила уларниң ейтқан сөзлиригә апирин оқуйду.
Селаһ.
Улар қойлардәк тәһтисараға ятқузулиду;
Өлүм уларни өз озуғи қилиду;
Әтиси сәһәрдә дуруслар уларниң үстидин һөкүм жүргүзиду;
Уларниң гөзәллиги чиритилишқа тапшурулиду;
Тәһтисара болса уларниң һәйвәтлик маканидур! 5 6
Бирақ Худа җенимни тәһтисараниң илкидин қутқузиду;
Чүнки У мени қобул қилиду.
Селаһ.
Бириси бейип кетип,
Аилә-җәмәтиниң абройи өсүп кәтсиму,
Қорқма;
Чүнки у өлгәндә һеч нәрсисини елип кетәлмәйду;
Униң шөһрити униң билән биллә гөргә чүшмәйду.
Гәрчә у өмүр бойи өзини бәхитлик чағлиған болсиму,
(Бәрһәқ, кишиләр ронақ тапқиниңда, әлвәттә сени һаман махтайду)
Ахири берип, у йәнила ата-бовилириниң йениға кетиду;
Улар мәңгүгә йоруқлуқни көрәлмәйду.
Инсан иззәт-абройда болуп, лекин йорутулмиса,
Һалак болидиған һайванларға охшаш болиду, халас.
Source notes (6)
- Footnote ◼ «Ағзим даналиқни сөзләйду» — ибраний тилида «Ағзим даналиқларни сөзләйду».
- Cross-reference ◘ Зәб. 77:2; Мат. 13:35
- Footnote ◼ «Вә бу баһа бойичә болғанда, мәңгүгә қәриз тапшуруши керәктур» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Вә мошу баһа болса, уни әбәдий төләлмәйду».
- Footnote ◼ «Уларниң көңлидики ой-пикирләр шундақки: «Өй-имаритимиз мәңгүгә...»; Улар өз йәрлиригә исимлирини нам қилип қойиду» — толуқ айәтниң йәнә бир хил тәрҗимиси «Улар йәрлиригә өз исимлирини нам қилип қойғини билән, уларниң шу йәрлири дәвирдин-дәвиргичә уларниң ятидиған җайи, йәни уларниң қәбирлири болиду, халас».
- Footnote ◼ «Әтиси сәһәрдә дуруслар уларниң үстидин һөкүм жүргүзиду» — «әтиси сәһәр» бу йәрдә, шүбһисизки, қиямәт күни, йәни өлүмдин тирилиш күнини көрситиду. «Улар қойлардәк тәһтисараға ятқузулиду... Тәһтисара болса уларниң һәйвәтлик маканидур!» — толуқ айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимиләр учриши мүмкин.
- Cross-reference ◘ Зәб. 17:15
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.