Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Зәбур 40

40-күй •••• Ағриқниң дуаси

Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —

Ғериб-аҗизларға ғәмхорлуқ қилған киши нәқәдәр бәхитлик-һә!

Еғир күнләрдә Пәрвәрдигар униңға панаһ болиду. 1

Пәрвәрдигар уни қоғдап, уни аман сақлайду;

У зиминда туруп бәхитияр яшайду;

Сән уни дүшмәнлириниң ихтияриға чүшүрмәйсән!

Орун тутуп зәиплишип ятқинида, Пәрвәрдигар униңға дәрман болиду;

Сән униң ятқан орун-көрпилирини раслап түзәштүрүп турисән. 2

Мән илтиҗа қилип: — «И Пәрвәрдигар, маңа меһриванлиқ көрсәткәйсән,

Җенимға шипалиқ бәргәйсән;

Чүнки мән алдиңда гуна қилдим» — дедим. 3

Дүшмәнлирим мән тоғрилиқ: —

«У қачанму өлүп, нами-нәсли қуруп кетәр?» — дәп маңа яманлиқ тиләйду.

Бириси мени көргили кәлгән болса,

У алдап-салдап дамчи сөзләйду;

Улар кәйнимдин көңлидә шумлуқ топлап,

Андин сиртларға чиқип шу ишларни тарқитип по атиду;

Маңа өч болғанларниң һәммиси маңа қарита өз ара кусурлишиду,

Улар маңа зиянкәшлик қәстидә болиду.

Улар: «Униң бешиға җин-шәйтандин бир кесәл чаплашти;

Әнди у орун тутуп йетип қалди;

У қайтидин туралмайду» — дейишиду.

Һәтта сирдишим дәп ишәнгән қәдинас достум,

Мән билән һәмдәстихан болуп тузумни йегәнму маңа пут атти. 4 5

Бирақ Сән Пәрвәрдигар, маңа рәһим қилғайсән;

Дүшмәнлиримдин интиқам елишқа,

Мени турғузғайсән;

Дүшминимниң үстүмдин ғәлибә қилип шатланмиғинидин,

Сени мәндин сөйүниду, дәп билимән.

Бирақ маңа кәлсәк, дурус болғанлиғимдин, сән мени йөләйсән;

Сән мени мәңгү Өз һозуруңда қәд көтириткүзүп турғузисән.

Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулғай!

Амин! Амин!

Source notes (5)
  1. Footnote ◼ «Ғериб-аҗизларға — ибраний тилида: Ғериб-аҗизларға
  2. Footnote ◼ «Сән униң ятқан орун-көрпилирини раслап түзәштүрүп турисән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән уни ятқан орнидин турғузуп әслигә кәлтүрисән».
  3. Footnote ◼ «Чүнки мән алдиңда гуна қилдим» — ибраний тилида: «Чүнки мән алдиңда гунакар болдум» дегән тәрҗимиси болиду.
  4. Footnote ◼ «Мән билән һәмдәстихан болуп тузумни йегән...» — ибраний тилида «Мән билән һәмдәстихан болуп ненимни йегән...».
  5. Cross-reference ◘ Юһ. 13:18

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.