Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Зәбур 35

35-күй •••• Гунакар инсан вә Худаниң меһриванлиғи

Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Пәрвәрдигарниң қули Давут язған күй: —

Рәзил адәмниң асийлиғи мениң қәлбимдә бир бешарәтни пәйда қилиду: —

«Униң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур!». 1

Чүнки у өз-өзини махтайдуки,

У өз-өзигә: — «Мәндә гуна тепилмас, қилғиним жиркиничлик иш әмәстур!» — дәйду. 2

Ағзидики сөзләр қәбиһлик вә һейлигәрликтур;

Пәзиләтлик иш қилиш параситидин у аллибурун мәһрумдур.

У орнида ятқандиму гунани көзләйду;

У дурус болмиған йолға меңишни ирадә қилиду;

Яманлиқтин һеч нәпрәтләнмәйду.

И Пәрвәрдигар, өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә тақишиду;

Һәқиқәт-садиқлиғиң булутларға йетиду! 3

Һәққанийлиғиң бүйүк тағлардәк,

Һөкүмлириң тилсиматлиқ чоңқур деңизлардәктур.

И Пәрвәрдигар, Сән адәмләр вә һайванларни сақлиғучидурсән;

Сениң өзгәрмәс муһәббитиң нәқәдәр қиммәтликтур, и Худа!

Шуңа инсан балилири қанатлириң сайисидә панаһлиниду.

Улар өйүңдики мол дәстихандин тойғичә бәһримән болиду;

Сән уларға һозур-һалавәтлириңниң дәриясидин ичкүзисән.

Чүнки Сәндила бардур һаятлиқ булиқи;

Нуруңда болуп нурни көримиз.

Аһ, Өзүңни тонуп, билгәнләргә муһәббитиңни,

Көңли дурусларғиму һәққанийлиғиңни көрситишни давамлаштурғайсән.

Тәкәббурларниң путиниң маңа һуҗум қилишиға йол қоймиғайсән;

Рәзилләрниң қоли мени орнумдин қоғливәтмисун;

Мана, яманлиқ қилғучилар жиқилди!

Ғулитиветилди, орнидин қайта туралмайду!

Source notes (3)
  1. Footnote ◼ «Пәрвәрдигарниң қули Давут язған күй»: — «Пәрвәрдигарниң қулиниң, Давутниң күйи».
  2. Footnote ◼ «У өз-өзигә: — «Мәндә гуна тепилмас, қилғиним жиркиничлик иш әмәстур!» — дәйду» — бәлким у өзини алдимақчи болуп: «Мениң гунайим анчә еғир әмәс», демәкчи. Толуқ айәтниң йәнә бир хил тәрҗимиси: «Униң гунайиниң жиркиничлиги ашкариланған болсиму, у йәнила өз өзини махтайду».
  3. Cross-reference ◘ Зәб. 56:11; 107:5

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.