Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Зәбур 32

32-күй •••• Пәрвәрдигарниң меһриванлиғи җаһанға толған

Әй һәққанийлар, Пәрвәрдигар үчүн тәнтәнә қилиңлар!

Мәдһийиләш дуруслар үчүн гөзәл иштур. 1

Раваб билән Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар;

Онтарға тәңкәш болуп, Униңға күйләрни ейтиңлар. 2

Униңға атап йеңи бир мунаҗат-нахшини ейтиңлар;

Маһирлиқ билән челип, авазиңларни жуқури яңритиңлар. 3

Чүнки Пәрвәрдигарниң сөзи бәрһәқтур;

Униң барлиқ ишлири вәдилиригә садақәтликтур.

У һәққанийәт һәм адаләтни яхши көргүчидур;

Йәр-зимин Пәрвәрдигарниң меһриванлиғи билән толғандур. 4

Пәрвәрдигарниң сөзи билән асманлар яритилған,

Униң ағзидики нәпәс билән уларниң барлиқ қошунлириму яритилғандур; 5 6

У деңиздики суларни бир йәргә жиғип догилайду;

У океанларни амбарлар ичидә сақлап туриду; 7

Пүткүл йәр йүзидикиләр Пәрвәрдигардин әймәнсун;

Дуниядики пүтүн җан егилири Униңдин қорқуп, һөрмәтлисун;

Чүнки Униң бир сөзи биләнла иш пүттүрүлгән еди;

Униң бир әмри биләнла дегәнлири бәрпа қилинған еди.

Пәрвәрдигар әлләрниң планини тосуветиду;

У қовмларниң хияллирини бекар қиливетиду. 8

Пәрвәрдигарниң несиһәти мәңгүгә туриду;

Қәлбидики ойлири дәвирдин-дәвиргә ишқа ашурулиду. 9

«Пәрвәрдигар бизниң Худайимиздур» дәйдиған қовм бәхитликтур!

Йәни Өз мираси болушқа таллиған хәлиқ бәхитликтур! 10

Пәрвәрдигар әрштин йәргә нәзәр салиду,

У пүткүл инсанларни көрүп туриду.

Туралғусидин йәр йүзидикиләрниң һәммисигә қарайду;

У уларниң һәр бириниң қәлблирини Ясиғучидур;

Уларниң барлиқ ишлирини дәңсәп чиққучидур.

Падиша болса қошунлириниң көплүги билән ғалип болалмайду;

Палван өзиниң зор күчи билән өзини қутқузалмайду;

Тулпарға тайинип хәвп-хәтәрдин қутқузулуш беһудиликтур,

У зор күчи билән һеч кимни қутқузалмайду;

Мана, уларниң җенини өлүмдин қутқузуш үчүн,

Қәһәтчиликтә уларни һаят сақлаш үчүн,

Пәрвәрдигарниң көзи Өзидин әйминидиғанларниң үстидә туриду,

Өзиниң өзгәрмәс муһәббитигә үмүт бағлиғанларниң үстидә туриду. 11

Бизниң җенимиз Пәрвәрдигарға тәлмүриду;

Бизниң ярдәмчимиз,

Бизниң қалқинимиз У болиду.

Шуңа Униң билән қәлбимиз шатлинип кетиду;

Чүнки Униң муқәддәс намиға тайинип ишәндуқ.

И Пәрвәрдигар, биз Саңила үмүт бағлиғинимиздәк,

Сениң өзгәрмәс муһәббитиңму үстимиздә болғай!

Source notes (11)
  1. Cross-reference ◘ Зәб. 91:1-2; 134:3; 146:1
  2. Footnote ◼ «Раваб билән Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар» — «раваб» бу айәттә һәм Зәбурдики башқа айәтләрдә ишлитилгәндә, «раваб» дегән сөз равабқа охшап кетидиған бир сазни көрситиду. «Онтарға тәңкәш болуп, униңға күйләрни ейтиңлар» — «онтар» он тарлиқ чилтардәк бир саз.
  3. Cross-reference ◘ Зәб. 39:4; 95:1; 97:1; 143:9; Йәш. 42:10; Вәһ. 5:9; 14:3
  4. Cross-reference ◘ Зәб. 44:8; 118:64; Ибр. 1:9
  5. Footnote ◼ «уларниң (асманларниң) барлиқ қошунлири» — бир тәрәптин қуяш, ай, юлтузларни көрсәтсә, йәнә бир тәрәптин барлиқ пәриштиләрни көрситиду.
  6. Cross-reference ◘ Яр. 1:6, 7
  7. Footnote ◼ «У деңиздики суларни бир йәргә жиғип догилайду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У деңиздики суларни күпләргә жиғиду». «У океанларни амбарлар ичидә сақлап туриду» — бу айәтниң мәнаси сирлиқ болғини билән, Худаниң суларни толуқ идарә қилидиғанлиғини көрсәткәнлигидин һеч қандақ шүбһә йоқ.
  8. Cross-reference ◘ Йәш. 19:3
  9. Cross-reference ◘ Пәнд. 19:21; 21:30; Йәш. 46:10
  10. Cross-reference ◘ Зәб. 64:4; 143:15
  11. Cross-reference ◘ Аюп 36:7; Зәб. 33:16; 1Пет. 3:12

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.