Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Зәбур 128
128-күй •••• Узун давам қилған җапа-мушәққәтни әсләш
«Жуқириға чиқиш нахшиси»
«Яшлиғимдин тартип улар көп қетим мени хар қилип кәлди» —
— Аһ, Исраил һазир буни десун —
«Улар яшлиғимдин тартип көп қетим мени хар қилип кәлди,
Бирақ үстүмдин ғәлибә қилған әмәс.
Қош һайдиғучилар дүмбәмдә һайдиған,
Чөнәклирини интайин узун тартқан».
Пәрвәрдигар һәққанийдур;
У рәзилләрниң асарәтлирини сундурувәтти;
Улар шәрмәндә болуп арқисиға яндурулсун,
Зиондин нәпрәтлинидиғанларниң һәммиси!
Улар өгүздә үнүп чиққан чөптәк болғай;
Үзүлмәй турупла солишип кетидиған; 1
От-чөп ориғучиға униңдин бир тутамму чиқмайду;
Бағ бағлиғучиға бир қучақму чиқмайду;
Өтүп кетиватқанларму: «Пәрвәрдигарниң бәрикити үстүңларда болғай;
Пәрвәрдигарниң нами билән силәргә бәхит тиләймиз!» — дегән саламни һеч бәрмәйду. 2
Source notes (2)
- Cross-reference ◘ Аюп 8:12; 40:10
- Footnote ◼ «Өтүп кетиватқанларму: «Пәрвәрдигарниң бәрикити үстүңларда болғай; Пәрвәрдигарниң нами билән силәргә бәхит тиләймиз!» — дегән саламни һеч бәрмәйду.» — демәк, мошу күйдики 4- һәм 5-айәтниң мәнаси: Рәзил кишиләрдин һеч һосул болмайду, улардин һеч яхшилиқ яки бәхит-хошаллиқ кәлмәйду яки уларниң бешиға чүшмәйду.
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.