Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Зәбур 117

117-күй •••• «Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун!»

Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, чүнки У меһривандур;

Униң меһир-муһәббити мәңгүдур!

Исраил: «Униң меһир-муһәббити мәңгүдур» — десун!

Һарун җәмәти: «Униң меһир-муһәббити мәңгүдур» — десун!

Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар: «Униң меһир-муһәббити мәңгүдур» — десун!

Қистақта қелип Яһға нида қилдим;

Яһ җавап берип, мени кәңри-азатиликтә турғузди.

Пәрвәрдигар мән тәрәптидур, мән қорқмаймән;

Инсан мени немә қилалисун? 1

Пәрвәрдигар маңа ярдәм қилғучилар арисида болуп, мениң тәрипимдидур;

Өчмәнлиримниң мәғлубийитини көримән.

Пәрвәрдигарни башпанаһим қилиш,

Инсанға тайиништин әвзәлдур; 2

Пәрвәрдигарни башпанаһим қилиш,

Әмирләргә тайиништин әвзәлдур.

Барлиқ әлләр мени қоршивалди;

Бирақ Пәрвәрдигарниң нами билән уларни һалак қилимән; 3 4

Улар мени қоршивалди; бәрһәқ, қоршивалди;

Бирақ Пәрвәрдигарниң нами билән мән уларни һалак қилимән;

Улар һәриләрдәк мени қоршивалди;

Улар йеқилған янтақ отидәк тезла өчүрүлиду;

Чүнки Пәрвәрдигарниң нами билән мән уларни һалак қилимән.

Сән дүшмән мени зәрб билән иттәрдиң,

Жиқилғили тас қалдим;

Бирақ Пәрвәрдигар маңа ярдәмдә болди.

Күчүм вә нахшам болса Яһдур;

У мениң ниҗатлиғим болди!

Һәққанийларниң чедирлирида шатлиқ вә ниҗатлиқниң тәнтәнилири яңритилмақта;

Пәрвәрдигарниң оң қоли зәпәр қучмақта!

Пәрвәрдигарниң оң қоли егиз көтирилгән!

Пәрвәрдигарниң оң қоли зәпәр қучмақта! 5

Мән өлмәймән, бәлки яшаймән,

Яһниң қилғанлирини җакалаймән.

Пәрвәрдигар маңа қаттиқ тәрбийә бәргән болсиму,

Бирақ У мени өлүмгә тапшурмиди.

Һәққанийәт дәрвазилирини маңа ечип бериңлар;

Мән киримән, Яһни мәдһийиләймән. 6

Бу Пәрвәрдигарниң дәрвазисидур;

Һәққанийлар буниңдин кириду!

Мән саңа тәшәккүр ейтимән;

Чүнки Сән маңа җавап қайтурдуң,

Һәм мениң ниҗатлиғим болдуң.

Тамчилар ташливәткән таш болса,

Буҗәк теши болуп тикләнди. 7 8

Бу иш Пәрвәрдигардиндур,

Бу көзимиз алдида карамәт болди. 9

Бу Пәрвәрдигар яратқан күндур;

Биз униңда шатлинип хурсән болимиз.

Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар, Сәндин өтүнимән;

Сәндин өтүнимән, бизни яшнатқайсән! 10 11

Пәрвәрдигарниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун!

Биз Пәрвәрдигарниң өйидә туруп саңа «Мубарәк!» дәп товлидуқ.

Пәрвәрдигар Тәңридур;

У үстимизгә нур бәргән;

Һейтлиқ қурбанлиқни танилар билән бағлаңлар,

— Қурбангаһниң мүңгүзлиригә илип бағлаңлар. 12

Сән мениң Илаһимдурсән,

Мән Саңа тәшәккүр ейтимән;

Мениң Худайим, мән Сени улуқлаймән.

Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар;

Чүнки У меһривандур;

Униң меһир-муһәббити мәңгүдур!

Source notes (12)
  1. Cross-reference ◘ Рим. 8:31
  2. Cross-reference ◘ Зәб. 61:10, 11; 145:3; Йәр. 17:5, 7
  3. Footnote ◼ «Барлиқ әлләр мени қоршивалди; бирақ Пәрвәрдигарниң нами билән уларни һалак қилимән;...» — бу күйдики 10-29-айәтләр кимни көрсәткәнлигини оқурмәнләр Инҗил, «Матта», «Маркус» һәм «Луқа» қисмилиридики ахирқи нәччә баблардин көрәләйду.
  4. Cross-reference ◘ Зәб. 17:44, 48, 49; Иәш. 11:1-10; Рим. 15:12
  5. Cross-reference ◘ Луқа 1:51
  6. Cross-reference ◘ Йәш. 26:2
  7. Footnote ◼ «Тамчилар ташливәткән таш болса, бүҗәк теши болуп тикләнди» — «Мат.» 20:42ни көрүң.
  8. Cross-reference ◘ Йәш. 8:14; 28:16; Мат. 21:42; Мар. 12:10; Луқа 20:17; Рос. 4:11; Рим. 9:33; Әф. 2:20; 1Пет. 2:4, 7
  9. Cross-reference ◘ Йәш. 29:14
  10. Footnote ◼ «Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар!» — ибраний тилида «Һошанна!» дегән сөз. «Мат.», 21:9ни көрүң.
  11. Cross-reference ◘ Мат. 21:9, 15; Мар. 11:9, 10; Юһ. 12:13
  12. Footnote ◼ «Һейтлиқ қурбанлиқни танилар билән бағлаңлар, — қурбангаһниң мүңгүзлиригә илип бағлаңлар» — муқәддәс ибадәтханидики қурбангаһниң төрт бүрҗикиниң һәр биригә бир «мүңгүз» (илмәк) бекитилгән. «Муқәддәс чедир»ни көрситидиған схемиларни көрүң.

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.