Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Чөл-баявандики сәпәр 36
Аял мирасхорниң турмуш қуруши тоғрисидики низам
Йүсүп әвлатлириниң җәмәтлиридин Манассәһниң нәвриси, Макирниң оғли Гилеадниң әвлатлириниң җәмәт башлиқлири Муса вә Исраилларниң каттилири болған әмирләрниң алдиға келип мундақ деди: — «Пәрвәрдигар илгири ғоҗамға чәк ташлап зиминни Исраил хәлқигә мирас қилип тәқсим қилип беришни буйруған; ғоҗамму Пәрвәрдигарниң қериндишимиз Зәлофиһадниң мирасини униң қизлириға тәқсим қилип бериш тоғрисидики буйруғиниму алған. 1 Лекин, улар Исраилларниң башқа қәбилисидикиләргә ятлиқ болуп кәтсә, уларниң мирасиму ата-бовилиримизниң мирасидин чиқип уларниң әрлириниң қәбилисиниң мирасиға қошулуп кетиду; ундақ болғанда биз чәк ташлап еришкән мирас түгәйду. Исраилларниң «азатлиқ жили» кәлгәндә уларниң мираси уларниң әрлириниң қәбилисиниң мирасиға қошулуп кетиду; бундақ болғанда уларниң мираси бизниң ата-бовилиримизниң мирасидин елип кетилиду». 2
Муса Пәрвәрдигарниң сөзи бойичә Исраилларға сөз қилип мундақ әмир қилип: — Йүсүп қәбилисидикиләр тоғра ейтиду. Зәлофиһадниң қизлири тоғрисида Пәрвәрдигарниң буйруғини мундақ: «Улар өзлири халиған әргә ятлиқ болса болувериду, лекин өз җәмәти, өз ата қәбилисидин болған биригә ятлиқ болуши керәк. Шундақ болғанда Исраилларниң мираси бир қәбилидин йәнә бир қәбилигә йөткилип кәтмәйду; Исраилларниң һәр бири өз ата-бовилириниң қәбилисиниң мирасини чиң тутуп қоюп бәрмәслиги керәк. Исраилларниң һәр бири өз ата-бовилириниң мирасини егиләш үчүн Исраил қәбилилиридин мирасқа варислиқ қилған һәр бир қиз-аял өз ата-бовилириниң қәбилисидин болған бирисигә ятлиқ болуши керәк. Мошундақ болғанда, Исраилларниң мираси бир қәбилидин йәнә бир қәбилигә йөткилип кәтмәйду; чүнки Исраил қәбилилири өз мирасини қолидин бәрмәслиги керәк, — деди.
Пәрвәрдигар Мусаға қандақ әмир қилған болса, Зәлофиһадниң қизлириму шундақ қилди. Зәлофиһадниң қизлиридин Маһлаһ, Тирзаһ, Һоглаһ, Милкаһ вә Ноаһлар өз тағилириниң оғуллириға ятлиқ болди. 3 Улар Йүсүпниң оғли Манассәһниң әвлатлириниң җәмәтидикиләргә ятлиқ болди; уларниң мираси йәнила атисиниң қәбилиси ичидә қалди.
Булар Пәрвәрдигар Йерихониң удулида, Иордан дәриясиниң бойидики Моаб түзләңликлиридә Мусаниң вастиси билән Исраилларға буйруған әмирләр вә һөкүмләрдур.
Source notes (3)
- Cross-reference ◘ Чөл. 26:55, 56; 27:7; 33:54; Йә. 17:3, 4
- Footnote ◼ «азатлиқ жили» — әслидә ибраний тилида «бурға (челиш) жили» дәп атилатти. Кейин, униң чүшәнчиси тезла «азатлиқ жили», «шатлиқ жили» дегәнгә өзгәрди. «Лав.» 25-бап, болупму 25:10 вә изаһатини көрүң.
- Cross-reference ◘ Чөл. 27:1
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.