Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Микаһ 5

Азаплиқ күнләрдә Мәсиһ туғулиду вә Исраилни қутқузиду

Әнди өзүңлар қошун-қошун болуп жиғилиңлар, и қошун қизи;

Чүнки бириси бизни муһасиригә алди;

Улар Исраилниң һаким-сорақчисиниң мәңзигә һаса билән уриду; 1

(Сән, и Бәйт-Ләһәм-Әфратаһ, Йәһудадики миңлиған шәһәр-йезилар арисида интайин кичик болған болсаңму,

Сәндин Мән үчүн Исраилға Һаким Болғучи чиқиду;

Униң һозурумдин чиқишлири қедимдин,

Йәни әзәлдин бар еди) 2 3

Шуңа толғақ тутқан аял туғуп болғичә,

У уларни дүшмәнлиригә ташлап қойиду;

Шу чағда Униң қериндашлири болған қалдиси Исраилларниң йениға қайтип келиду. 4

У болса Пәрвәрдигарниң күчи билән,

Пәрвәрдигар Худасиниң наминиң һәйвитидә падисини беқишқа орнидин туриду;

Шундақ қилип улар мәзмут туруп қалиду;

Чүнки У шу чағда йәр йүзиниң қәрилиригичә улуқ дәп билиниду.

Вә бу адәм арам-хатирҗәмлигимиз болиду;

Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә,

Ордилиримизни дәссәп чәйлигәндә,

Биз униңға қарши йәттә хәлиқ падичисини,

Сәккиз қабилийәтлик йетәкчини чиқиримиз; 5

Улар Асурийә зиминини қилич билән,

Нимродниң зиминини өткәллиридә харабә қилиду;

Вә Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә,

Чегаримиз ичини чәйлигәндә,

У адәм бизни униң қолидин қутқузиду. 6

Вә Яқупниң қалдиси нурғун хәлиқләр арисида Пәрвәрдигардин чүшкән шәбнәмдәк болиду,

Чөп үстигә яққан ямғурлардәк болиду;

Булар инсан үчүн кечикмәйду,

Адәм балилириниң әҗрини күтүп турмайду. 7

Яқупниң қалдиси әлләр арисида,

Йәни нурғун хәлиқләр арисида ормандики һайванлар арисидики ширдәк болиду,

Қой падилири арисидики асландәк болиду;

Шир өткәндә уларниң арисидин,

Һеч ким қутқузуп алалмиғидәк чәйләп дәссәйду,

Титма-тит қилип житиветиду. 8

Қолуң күшәндилириң үстигә көтирилиду,

Барлиқ дүшмәнлириң үзүп ташлиниду.

Шу күнидә шундақ болидуки, — дәйду Пәрвәрдигар,

Мән араңлардин барлиқ атлириңни үзүп ташлаймән,

Җәң һарвулириңни һалак қилимән. 9 10

Зиминиңдики шәһәрлириңни йоқитимән,

Барлиқ истиһкамлириңни ғулитимән. 11

Сеһирләрни қолуңдин үзүп ташлаймән;

Силәрдә палчилар болмайду.

Мән ойма мәбудлириңни,

«Бут түврүк»лириңларни оттуруңдин үзүп ташлаймән;

Сән өз қолуңниң ясиғиниға иккинчи баш урмайсән.

Араңдин «Ашераһ»лириңни жулуветимән,

Вә шәһәрлириңни һалак қилимән; 12

Вә Маңа қулақ салмиған әлләрниң үстигә аччиқ вә дәрғәзәп билән интиқамни жүргүзимән.

Source notes (12)
  1. Footnote ◼ «Әнди өзүңлар қошун-қошун болуп жиғилиңлар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әнди өз-өзүңларни кесип тиләңлар!» (демәк, қаттиқ қайғу-һәсрәтни билдүрүш үчүн). «... Қошун-қошун болуп жиғилиңлар, и қошун қизи» — «қошун қизи» дегән сирлиқ сөз Йерусалимдикиләрни көрситиду; бешарәт әмәлгә ашурулғанда Йерусалимдикиләрниң һәммисиниң әскәр болидиғанлиғини билдүрүрүши мүмкин. «Чүнки бириси бизни муһасиригә алди; улар Исраилниң һаким-сорақчисиниң мәңзигә һаса билән уриду» — бу «муһасирә» бәлким икки муһасирини көрситиши мүмкин: (1) Асурийә империйәсиниң Йерусалимға болған муһасириси; шу чағда бириси Һәзәкия падишаниң «мәңзигә һаса билән урған»мекин? (2) ахирқи замандики «нурғун әлләр»ниң муһасириси (4:11-13ни көрүң). Бу икки тәһлил тоғра болса айәтниң иккинчи җүмлисидики «у»: (1) Асурийә падишасини вә кейин: (2) ахирқи замандики дәҗҗални көрситиду.
  2. Footnote ◼ «Сән, и Бәйт-Ләһәм-Әфратаһ, Йәһудадики миңлиған шәһәр-йезилар арисида интайин кичик болған болсаңму, сәндин мән үчүн Исраилға Һаким Болғучи чиқиду; униң һозурумдин чиқип-киришлири қедимдин, йәни әзәлдин бар еди» — демисәкму, бу Мәсиһ Әйсани көрситиду. У: (1) «Бәйт-Ләһәм» дегән кичик йезида туғулған; (2) шуниң билән бир вақитта у Худаниң «Калами» болуп, Худа униң вастиси арқилиқ һәммә мәвҗудатларни яратқан еди («Юһ.» 1:1-4), Мәсиһ униң йенидин «әзәлдин тартип» Худаниң ирадисини беҗа кәлтүрүшкә чиқип-кирип турған еди.
  3. Cross-reference ◘ Қан. 33:27; Пәнд. 8:20، 23; Мат. 2:6; Юһ. 7:42; Яр.3:8; 7:12; 14:18; 16:7; Мис.3:4; Юһ. 13:3
  4. Footnote ◼ «У уларни дүшмәнлиригә ташлап қойиду» — яки «уларни ташлап қойиду». «шуңа толғақ тутқан аял туғуп болғичә, У уларни (дүшмәнлиригә) ташлап қойиду» — демәк, бешарәт бойичә «Мәсиһ» туғулғичә Худа Исраилни ят әлләрниң һөкүмранлиғи астиға тапшуриду, улар башқа әлләрниң һакимийити астида туриду; шуниңдәк улар җапа вә азап тартиду. «Шу чағда Униң (Мәсиһниң) қериндашлири болған қалдиси Исраилларниң йениға қайтип келиду» — айәткә қариғанда Мәсиһниң туғулуши Худаға садиқ болған бир «қалдиси», йәни «униң қериндашлири» Пәләстин зиминиға қайтип келиши билән бағлиқ; тарихтин билимизки, Худаниң «қалдиси»ниң «қайтип келиш»и Мәсиһ туғулуштин илгири еди (миладийәдин илгәрки 520-жили).
  5. Cross-reference ◘ Йәш. 9:5
  6. Footnote ◼ «Улар Асурийә зиминини қилич билән, Нимродниң зиминини өткәллиридә харабә қилиду» — «Нимрод» болса Бабил шәһириниң асасчиси еди. «Асурийәлик зиминимизға бөсүп киргәндә, чегаримиз ичини чәйлигәндә, у адәм бизни униң қолидин қутқузиду» — ахирқи заманда Мәсиһ Исраилни (улар товва қилғандин кейин) барлиқ дүшмәнлиридин қутқузиду.
  7. Footnote ◼ «Вә Яқупниң қалдиси урғун хәлиқләр арисида Пәрвәрдигардин чүшкән шәбнәмдәк болиду, чөп үстигә яққан ямғурлардәк болиду; булар инсан үчүн кечикмәйду, адәм балилириниң әҗрини күтүп турмайду» — бу охшитишниң асасий мәнаси: «адәмләрниң һәр қандақ иш-паалийәтлири шәбнәм вә ямғурға һеч қандақ тәсир йәткүзәлмәйду; улар чүшүши үчүн адәмләрниң һәрикитини күтмәйду. Шәбнәм вә ямғур бәрибир пәқәт Худаниң орунлаштуруши билән чүшиду»; кәлгүсидә Худа Өз меһир-шәпқити билән Яқуп җәмәтини дуниядики барлиқ әлләрни (улар һеч иш-паалийәтләрни қилмайла) ойғитидиған вә йеңилайдиған бир бәрикәт қилиду.
  8. Footnote ◼ «Шир өткәндә уларниң арисидин, һеч ким қутқузуп алалмиғидәк чәйләп дәссәйду, титма-тит қилип житиветиду» — «улар» мошу йәрдә «ормандики һайванлар» вә «қой падлири»ни (демәк, ят әлләрни) көрсәтсә керәк.
  9. Footnote ◼ «Мән араңлардин барлиқ атлириңни үзүп ташлаймән, җәң һарвулириңни һалак қилимән» — Худаниң Муса пәйғәмбәргә тапшурған пәрманлири бойичә, Исраиллар арисидики атлар вә җәң һарвулирини көпәйтишкә болмайду. Худаниң мәхсити шүбһисизки, Өз хәлқиниң атларға, һарвуларға әмәс, бәлки Худа Өзигила тайинишидин ибарәттур («Қан.»17:16, «Зәб.»19:8, «Йәш.31:1»ниму көрүң).
  10. Cross-reference ◘ Һош. 14:4
  11. Footnote ◼ «Зиминиңдики шәһәрлириңни йоқитимән, барлиқ истиһкамлириңни ғулитимән» — Худаниң бу ишта болған мәхсити барлиқ атларни вә җәң һарвулирини йоқитиш мәхситигә охшаш болуши керәк — Исраилни пәқәт Өзигила таяндуруштур.
  12. Footnote ◼ «Араңдин «Ашераһ»лириңни жулуветимән» — «Ашераһ»лар бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқликләр еди. Дәрәқләр бут шәклигә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин еди. «вә шәһәрлириңни һалак қилимән» — «шәһәрлириң»ниң башқа бир тәрҗимиси: «қанлиқ қурбангаһлириң».

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.