Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Йәрәмия 21

Пәрвәрдигар Йерусалимни дүшмәнләргә тапшуриду

Падиша Зәдәкия Малкияниң оғли Пашхурни һәм Маасеяһниң оғли, каһин Зәфанияни әвәткәндә, Йәрәмияға Пәрвәрдигардин төвәндики муну бир сөз кәлди: — 1 Улар: «Биз үчүн Пәрвәрдигардин ярдәм сориғин; чүнки Бабил падишаси Небоқаднәсар бизгә һуҗум қилиду; Пәрвәрдигар Өзиниң өткәнки карамәт қилған ишлири бойичә, бизгиму охшаш муамилә қилип, уни йенимиздин яндурармекин?» — дәп сориди. Йәрәмия уларға: — Зәдәкияға мундақ дәңлар, — деди)

— Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән қоллириңлар тутқан, силәрни қоршивалған Бабил падишаси һәм калдийләргә сепил сиртида җәң қилишқа ишлитидиған, җәң қураллириңларни қайриветимән вә буларни бу шәһәрниң оттурисида жиғивалимән; 2 Мән Өзүмму созулған қолум вә күчлүк билигим билән, ғәзивим билән, қәһрим билән вә һәссиләнгән аччиғим билән силәргә җәң қилимән! Мән бу шәһәрдә туруватқанларни, инсан болсун, һайван болсун уримән; улар дәһшәтлик бир ваба билән өлиду. Андин кейин, — дәйду Пәрвәрдигар, — Йәһуда падишаси Зәдәкияни, хизмәткарлирини, хәлиқни, йәни бу шәһәрдә вабадин, қиличтин вә қәһәтчиликтин қелип қалғанлар болса, Мән уларни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға, уларниң дүшмәнлириниң қолиға вә җенини издигүчиләрниң қолиға тапшуримән; Небоқаднәсар уларни қилич тиғи билән уриду; у нә уларни айимайду, нә уларға ичини һеч ағритмайду, нә рәһим қилмайду.

Лекин сән бу хәлиққә мундақ дейишиң керәк: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән алдиңларда һаят йоли вә мамат йолини салимән; 3 ким бу шәһәрдә қалмақчи болса, қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлиду; лекин ким шәһәрдин чиқип, силәрни қоршивалған калдийләргә тәслим болса, у һаят қалиду; униң җени өзигә алған олҗидәк болиду. 4 Чүнки Мән бу шәһәргә яхшилиқ үчүн әмәс, бәлки яманлиқ қилиш үчүн йүзүмни қаратқуздум, — дәйду Пәрвәрдигар; у Бабил падишасиниң қолиға тапшурулиду, у уни от селип көйдүрүветиду.

Ордидикиләр тоғрилиқ

Вә Йәһуда падишасиниң җәмәти тоғрилиқ Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: — И Давутниң җәмәти, Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — һәр әтигәндә адаләт билән һөкүм чиқириңлар, буланған кишини әзгүчиниң қолидин қутқузуңлар; болмиса, қилғанлириңларниң рәзиллиги түпәйлидин, қәһрим партлап, оттәк һәммини көйдүриду; уни өчүрәләйдиған һеч ким болмайду; 5 6 Мана, Мән саңа қаршидурмән, и җилға үстидә, түзләңликтики қияда олтарғучи, йәни «Ким үстимизгә чүшүп һуҗум қилалисун, ким өйлиримизгә бесип кирәлисун?!» дегүчи, — дәйду Пәрвәрдигар. 7 Мән силәрниң қилмишиңларниң мевиси бойичә силәргә йеқинлишип җазалаймән, — дәйду Пәрвәрдигар; вә Мән униң орманлиғида бир от яқимән, у болса униң әтрапидики һәммини көйдүрүп түгитиду. 8 9

Source notes (9)
  1. Footnote ◼ «Малкияниң оғли Пашхур» — демисәкму, бу 20-баптики «Пашхур» әмәс; лекин бу Пашхурму кейинки вақитларда Йәрәмияға зиянкәшлик қилидиған адәм болиду (29:25-27ни көрүң). «Зәфания» болса өзиниң мустәқил көзқариши йоқ болған йәнә бир «жумилақ тавуз»ға охшайду. (29:29дики вақиәни көрүң). У бәлким ахирда Бабилниң «қаравул беги» тәрипидин өлүмгә мәһкүм қилинған «Зәфания»ға охшаш адәм еди (52:24-27ни көрүң).
  2. Footnote ◼ «калдийләр» — демисәкму, «калдийләр» Бабиллиқларни, болупму Бабил ләшкәрлирини көрситиду.
  3. Footnote ◼ «лекин сән бу хәлиққә мундақ дейишиң керәк» — «бу хәлиқ» Йерусалимда қамилип қалған хәлиқни көрситиду.
  4. Cross-reference ◘ Йәр. 38:2
  5. Footnote ◼ «И Давутниң җәмәти, ...: — һәр әтигәндә адаләт билән һөкүм чиқириңлар» — қариғанда, падишаниң сотлири әтигәндә өткүзүләтти. Йәнә келип «һәр әтигәндә» дегән ибарә бәлким «адаләт биринчи иш болсун, һәр күнидә әң муһим иш болсун» дегән көчмә мәнада ишлитилгән болуши мүмкин.
  6. Cross-reference ◘ Йәр. 22:3
  7. Footnote ◼ «җилға үстидә... қияда олтарғучи...» — бизниңчә бу ордида олтарған падиша-әмирләрни көрситиду. Әслидә падиша ордисиниң қурулуши үчүн, Йерусалимдики икки тағ арисидики кичик җилға «түзләңлик» қилип тиндурулған андин униң үстигә орда қурулған. Шундақ қилип Кидрон җилғиси үстидә, — йәни «пәләккә тақашқан» бир интайин бехәтәр җайда — орда көрүнәтти. Демәк, бу сөзләр падиша һәм ордидикиләргә ейтилған болуши керәк. Бәзи тәрҗиманлар бу айәт Йерусалим шәһирини көрситиду, дәп қарайду. Падишаһниң ордисиниң алаһидә әһвали вә кәйнидики айәтләргә қариғанда, бизниңчә у ордидикиләрниң өзлирини көрситиду.
  8. Footnote ◼ «Мән униң орманлиғида бир от яқимән» — «орманлиқ» немин көрситиду? Ординиң бир пәхри болған Сулайман падиша бена қилған һәйвәтлик «Ливан орманлиғи өйи» (Ливанниң кедир яғичидин ясалған) еди. 22:6ниму көрүң.
  9. Cross-reference ◘ Йәр. 17:27

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.