Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Йәшая 12

Исраилниң ахирқи замандики бир нахшиси

— Вә шу күни сән: —

— И Пәрвәрдигар, мән Сени мәдһийиләймән;

Сән маңа ғәзәпләнгиниң билән,

Ғәзивиң мәндин йөткилип кәтти,

Вә сән маңа тәсәлли бәрдиң.

Мана, Тәңри мениң ниҗатимдур;

Мән Униңға тайинимән, қорқмаймән,

Яһ Пәрвәрдигар мениң күчүм вә нахшамдур;

У йәнә мениң ниҗатим болди, — дәйсән. 1

— Шатлиқ билән силәр ниҗатлиқ қудуқлиридин су тартисиләр. 2

Шу күнидә силәр: —

«Пәрвәрдигарға рәхмәт ейтиңлар,

Униң намини чақирип нида қилиңлар;

Униң әмәллирини хәлиқләр арисида аян қилиңлар,

Униң наминиң зор аброй тапқанлиғини җакалаңлар. 3

Пәрвәрдигарға күйләр ейтиңлар,

Чүнки У улуқ ишларни қилған;

Мана бу пүткүл җаһанға аян қилинсун!

Зиондикиләр, тәнтәнә қилип җар селиңлар;

Чүнки араңларда турған Исраилдики Муқәддәс Болғучи бүйүктур!» — дәйсиләр.

Source notes (3)
  1. Footnote ◼ «Яһ Пәрвәрдигар мениң күчүм вә нахшамдур...» — Муқәддәс Китапниң мошу тәрҗимисидә биз Худаниң «Яһвәһ» яки «Җәховаһ» дегән намини адәттә «Пәрвәрдигар» дәп тәрҗимә қилдуқ. «Яһ» болса «Яһвәһ» дегән бу наминиң қисқартилған шәклидур.
  2. Cross-reference ◘ Юһ. 7:37,38
  3. Cross-reference ◘ Юһ. 17:1,4,6,26

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.