Skip to content
BibleKenya

Муқеддес Калам (кирил йезиқ)

Әзакиял 19

Исраил шаһзадилиригә бир мәрсийә

— «Әнди сән, Исраил шаһзадилиригә бир мәрсийәни ағзиңға елип мундақ дәп оқуғин: —

«Ширлар арисида анаң қандақ бир чиши шир еди!

У яш ширлар арисида ятқан, у асланлирини беқип қувәтлиди.

У асланлиридин бирини чоң қилди, у яш шир болуп чиқти;

У овни тутуп житишни үгәнди;

У адәмләрниму йәветәтти.

Әлләр униңдин хәвәр аңлиди;

У уларниң ора тозиқида тутувелинди;

Улар униң бурниға илмәкни селип,

Мисир зиминиға епкәтти. 1

Чиш шир өзиниң арминини бекар күткинини,

Үмүтниң йоқалғанлиғини көрүп,

У башқа бир арслинини елип,

Уни беқип яш шир қилди;

У ширлар арисида уян-буян кәзди;

У яш шир болуп,

Овни тутуп житишни үгәнди;

У адәмләрниму йәветәтти.

У уларниң истиһкамлирини бузуп,

Уларниң шәһәрлирини харабә қиливәтти;

Зимин вә униң үстидики һәммиси униң һөкиригән авази билән дәккә-дүккигә чүшти.

Андин әлләр униң әтрапидики районлардин келип униңға қарши чиқти;

Улар униң үстигә торини йейип ташлиди;

У уларниң ора тозиқида тутувелинди.

Улар бурниға илмәк селип қәпәскә солиди;

Уни Бабилниң падишасиға апарди;

Улар уни торлириға еливалди;

Шуниң билән униң авази Исраил тағлирида қайтидин аңланмайду. 2

Сениң анаң үзүмзариңда бир үзүм тели еди;

У су бойида тикләнгән еди;

Суларниң моллуғидин,

У интайин мевилик, көп шахлик болди.

Униң күчлүк шахлири бар еди,

Һөкүм сүргүчиләрниң шаһанә һасилириға лайиқ еди;

Униң бойи булутлардинму егиз көккә тақашти,

У егизлиги вә шахлириниң нурғунлиғи билән көрүнәрлик еди;

Бирақ у қәһр билән жулунди,

У йәргә ташланди,

Шәриқ шамили мевисини қурутувәтти;

Униң күчлүк шахлири сундурулди, қағҗирап кәтти;

От уларни жутувалди.

Һазир у чөл-баяванда,

Чаңқақ, сусиз бир йәрдә тикилди;

Униң шахлириниң бирисидин от чиқип,

Униң бихлири һәм мевисини жутувалди;

Шуниң билән униңда һөкүмдарниң шаһанә һасиси болғидәк күчлүк шехи қалмиди.

Бу сөзләр мәрсийәдур, булар пәқәт мәрсийә үчүнла ишлитилиду». 3

Source notes (3)
  1. Cross-reference ◘ 2Пад. 23:33; Йәр. 22:11
  2. Cross-reference ◘ 2Тар. 36:6
  3. Footnote ◼ «Униң шахлириниң бирисидин от чиқип, униң бихлири һәм мевисини жутувалди...» — бу «шах» («шахлардин бириси») Зәкәрия падиша болуши мүмкин. Униң Худаға ишәнмәслиги һәм ахмақлиғи Исраилниң бешиға көп балаю-апәтләрни чүшүрди («2Пад.» 24:17тин-17:25-айәткичә көрүң).

Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.

Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.

BibleKenya

Reader settings

Theme
Font
Alignment
Reading width

Saved in this browser and used offline too. Press ? for keyboard shortcuts.