Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Әстәр 10
Мордикайниң шөһрити вә утуғи
Падиша Аһашверош қуруқлуқ вә деңиз араллиридики аһалиләрниң һәммисигә алван төлигүзәтти. Униң нопуз-һәйвити вә қудритини аян қилған барлиқ қилған-әткәнлири, шундақла Мордикайниң падишаниң өстүрүши билән еришкән катта шөһрити тоғрисидики тәпсилатлар Медиа вә Парс падишалириниң тарих-тәзкирилиридә пүтүлгән әмәсму? Чүнки Йәһудий Мордикайниң мәртивиси падиша Аһашвероштин кейинла иккинчи орунда туратти; у дайим өз хәлиқ-миллитиниң бәхитини көзләп, барлиқ нәслидикиләргә аман-есәнлик тиләк сөзлирини қилатти, Йәһудийларниң арисида зор иззәт-һөрмәт тепип, қериндашлириниң қәдирлишигә еришкән еди.
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.