Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Һекмәт топлиғучи 6
Һәммә адәм һаятниң ләззитини теталмайду
Қуяш астида бир яман ишни көрдум; у иш адәмләр арисида көп көрүлиду —
Худа бирисигә байлиқлар, мал-дуния вә иззәт-һөрмәт тәқсим қилди, шуниң билән униң өз көңли халиқинидин һеч нәрсиси кам болмиди; бирақ Худа униңға булардин һозур елишқа муйәссәр қилмиди, бәлки ят бир адәм улардин һозур алиду; мана бу бемәналиқ вә еғир азаптур.
Бириси йүз бала көрүп көп жил яшиши мүмкин; бирақ униң жил-күнлири шунчилик көп болсиму, униң җени бәхитни көрмисә, һәтта гөрни көрмигән болсиму, туғулуп чачрап кәткән бовақ униңдин әвзәлдур дәймән. 1 Чүнки чачриған бала бемәналиқ билән келиду, қараңғулуқта кетиду, қараңғулуқ униң исмини қаплайду; У күнниму көрмигән, билмигән; бирақ һеч болмиғанда у биринчисигә нисбәтән арам тапқандур. 2
Бәрһәқ, һелиқи киши һәтта икки һәссә миң жил яшиған болсиму, бирақ бәхитни көрмисә, әһвали охшаштур — һәр бир киши охшаш бир җайға бариду әмәсму?
Җавапсиз соаллар
Адәмниң тартқан барлиқ җапаси өз ағзи үчүндур; бирақ униң иштиһаси һәргиз қанмайду. Шундақта дана кишиниң ахмақтин немә артуқчилиғи болсун? Намрат киши башқилар алдида қандақ меңишни билгән болсиму, униң немә пайдиси болсун? Көзниң көрүши арзу-һәвәсниң уян-буян жүрүшидин әвзәлдур. Бундақ қилишму бемәналиқ вә шамални қоғлиғандәк иштур. Өтүп кәткән ишларниң болса аллиқачан нами бекитилип аталған; инсанниң немә екәнлигиму аян болған; шуңа инсанниң өзидин қудрәтлик болғучи билән қаршилишишиға болмайду. 3
Чүнки гәп қанчә көп болса, бемәналиқ шунчә көп болиду; буниң инсанға немә пайдиси? 4 Чүнки инсанниң өмридә, йәни униң сайидәк тезла өтидиған мәнасиз өмридики барлиқ күнлиридә униңға неминиң пайдилиқ екәнлигини ким билсун? Чүнки инсанға у кәткәндин кейин қуяш астида немә ишниң болидиғанлиғини ким дәп берәлисун? 5
Source notes (5)
- Footnote ◼ «һәтта гөрни көрмигән болсиму,...» — демәк, у өлмәйду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «вә яки дәпнә қилинмиған болса,...».
- Cross-reference ◘ Аюп 3:16; Зәб. 57:8-9
- Footnote ◼ «Өтүп кәткән ишларниң ... аллиқачан нами бекитилип аталған» — мәнаси һәр бир иш алдин-ала Худа тәрипидин бекитилгән болса керәк. «Инсанниң немә екәнлигиму аян болған» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Инсанниң немә екәнлигиму билингән (демәк, Худа тәрипидин)» (шуңа униң билән қаршилишиш беһудиликтур). Бирақ айәтни инсанниң аҗиз бәндә екәнлигини тәкитләйду, дәп қараймиз.
- Footnote ◼ «Чүнки гәп қанчә көп болса,..» — мошу йәрдә «гәп» инсанниң Худа билән қаршилишидиған гәплирини көрсәтсә керәк. Башқа бир хил тәрҗимиси: «чүнки беһудиликни көпәйтидиған ишлар көптур...»
- Cross-reference ◘ Топ. 8:7; Зәб. 143:4; Яқ. 4:13, 14
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.