Муқеддес Калам (кирил йезиқ)
Һекмәт топлиғучи 10
Әқил беридиған бәзи һекмәтләр
Худди өлүк чивинләр әттарниң әтирини сеситиветидиғандәк, азраққинә ахмақлиқ таразида даналиқ вә иззәт-һөрмәттинму еғир тохтайду.
Даналиқниң көңли оңға майил, ахмақниңки солға. 1
Ахмақ киши һәтта йолда меңиватқандиму, униң әқли кам болғачқа, у ахмақ екәнлигини һәммигә аян қилиду.
Һөкүмдарниң саңа аччиғи кәлсә, орнуңдин истепа бәрмә; чүнки тинич-сәвричанлиқ хата-сәһвәнликтин болған зор хапилиқни тиничлитиду.
Қуяш астида яман бир ишни көрдумки, у һөкүмдардин чиққан бир хата иштур — ахмақлар жуқури мәнсәптә, шуниң билән тәң байлар пәс орунда олтириду; 2 мән қулларниң атқа мингәнлигини, әмирләрниң қуллардәк пиядә маңғанлиғини көрдум. 3
Турмушта учрайдиған хәтәрләргә даналиқ керәк
Орини колиған киши униңға жиқилиши мүмкин; тамни бузған кишини илан чеқиши мүмкин; 4 5 ташларни йөткигән киши таш тәрипидин ярилиниши мүмкин; отун яридиған киши хәвпкә учрайду.
Палта гал болса, бириси тиғини билимисә, палтини күчәп чепишқа тоғра келиду; бирақ даналиқ адәмни утуқ-мувәппәқийәткә ериштүриду.
Илан ойнитилмай туруп, иланчини чақса, иланчиға немә пайда? 6
Данишмәнләр вә ахмақларниң иш-сөзлири
Дана кишиниң сөзлири шәпқәтликтур; бирақ ахмақниң ләвлири өзини жутиду. Сөзлириниң беши ахмақлиқ, айиғи рәзил тәлвиликтур; амма ахмақ йәнила гәпни көпәйтиду. Бирақ һеч ким кәлгүсини билмәйду; униңдин кейинки ишларни ким униңға ейталисун?
Ахмақлар җапаси билән өзлирини упритиду; чүнки улар һәтта шәһәргә баридиған йолниму билмәйду.
Ахмақ һөкүмдарларниң чатақлири
И зимин, падишасиң бала болса, әмирлириң сәһәрдә зияпәт өткүзсә, һалиңға вай! 7
И зимин, падишасиң мөтивәрниң оғли болса вә әмирлириң кәйп үчүн әмәс, бәлки өзини қувәтләш үчүн мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң! 8
Йәнә һекмәтләр
Һорунлуқтин өйниң торуси ғулай дәп қалиду; қолларниң бошлуғидин өйдин ямғур өтиду.
Зияпәт күлкә үчүн тәйярлинар, шарап һаятни хуш қилар; лекин пул һәммә ишни һәл қилар!
Падишаға ләнәт қилма, һәтта оюңдиму тиллима; һоҗраңдиму байларни тиллима; чүнки асмандики бир қуш авазиңни таритиду, бир қанат егиси бу ишни аян қилиду. 9
Source notes (9)
- Footnote ◼ «Даналиқниң көңли оңға майил» — қурални тутуп, өзини қоғдаш тәрипидур.
- Footnote ◼ «ахмақлар» — ибраний тилида «ахмақлиқ» дәп елинған.
- Footnote ◼ «мән қулларниң атқа мингәнлигини... көрдум» —Пәләстиндә кона заманларда атқа миниш пәқәт абройлуқ кишиләргила мәнсуп еди.
- Footnote ◼ «тамни бузған киши...» — яки «читни бузған киши...».
- Cross-reference ◘ Пәнд. 26:27
- Footnote ◼ «иланчи» — нәй челип иланни ойнатқучи адәм. «иланчини чақса,..» — яки «хәқни чақса...».
- Cross-reference ◘ Йәш. 3:3, 4; Һош. 13:11; Ам. 6:4
- Footnote ◼ «...өзини қувәтләш үчүн мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә,...» — яки, «...өзини тутуп мувапиқ вақтида зияпәт өткүзсә,...». «...вә әмирлириң кәйп үчүн әмәс... зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «...вә әмирлириң мәс болуш үчүн әмәс, бәлки салмақлиқ билән өз вақтида зияпәт өткүзсә, бу сениң бәхитиң!».
- Cross-reference ◘ Мис. 22:28
Муқеддес Калам (кирил йезиқ). Copyright © 2010 Mukeddes Kalam - Uyghur Bible Translation Committee. Licensed under CC BY-SA 4.0. Source: eBible.org. Typeset from the source files; no intended changes to scripture wording. BibleKenya is not endorsed by the rights holder.
Full source notice & licence · CC BY-SA 4.0 · SourceEdition imported 2026-10-25.